Мәзмунға өтүш

ЯШЛАРНИҢ СОАЛЛИРИ

Чиниқишни қандақларчә адәткә айландуралаймән?

Чиниқишни қандақларчә адәткә айландуралаймән?

 Мән немә үчүн чиниқишим керәк?

 Бәзи мәмликәтләрдә яшлар җисманий җәһәттин паал болмай, чиниқишқа аз вақит бөлүп, саламәтлигини хәвп-хәтәргә тикиду. Муқәддәс китапта: «Бәдәнни мәшиқләндүрүш... пайда әкелиду»,— дәп ейтилған (Тимотийға 1-хәт 4:8). Төвәндикиләрни көрүп чиқиң:

  •   Чиниқиш кәйпиитиңизни яхшилиталайду. Тәнтәрбийә билән шуғулланғанда, мейәдики химиялик маддилар — эндорфинлар бошитилиду, бу болса өзүңизни хатирҗәм вә хошал һис қилишқа ярдәм бериду. Бәзилири мәшиқләрни депрессия билән күришишниң тәбиий йоли дәп атайду.

     «Әтигәндә биринчи новәттә жүгүрүшкә чиқсам, күнүм техиму үнүмлүк һәм көңүллүк болиду. Жүгүрүш кәйпиятимни көтириду» (Регина).

  •   Чиниқиш ташқи көрүнүшиңизни яхшилиталайду. Тәңпуң мәшиқләр сизни техиму күчлүк, сағлам вә өзүңизгә ишәнчлик болушиңизға ярдәм бериду.

     «Мән 10 қетим тартилиналаймән, немә дегән яхши! Бир жил бурун мән һәтта бир қетимму тартилиналматтим! Һәммидин муһими, мән саламәтлигимгә көңүл бөлүватқанлиғимни билимән» (Оливия).

  •   Мәшиқләр һаятиңизни узарталайду. Җисманий тәрәптин паал болуш жүрәк-томур вә нәпәс елиш системилириңизға пайда әкелиду. Аэробика билән шуғуллиниш әрләрниң вә аялларниң өлүмигә асасий сәвәпчи болуватқан қан-томур кесәлликләрниң алдини елишқа ярдәм берәләйду.

     «Чиниқишни күндилик адәткә айналдурғанда, Яратқучимизға бизгә берилгән бәдәнни қәдирләйдиғанлиғимизни көрситимиз» (Джессика).

 Хуласә: Мәшиқләр һәм кәлгүсидә, һәм һазирниң өзидә көп пайда вә хошаллиқ әкелиду. 22-яшлиқ Тоня мундақ дәйду: «Сиз “мән шу сәйлигә яки шу жүгүрүшкә барғиним бекар болди” дәп һечқачан ейтмайсиз». У йәнә қошуп: «Банә-сәвәплиримни қоюп, мәшиқләнгинимдә, буниңға бирму қетим өкүнмидим».

Машиниға көңүл бөлмисиңиз, у бузулуп кетиду. Нәқ шуниңға охшаш, чиниқмисиңиз, саламәтлигиңиз начарлишип кетиду.

 Мени немә тосап туриду?

 Төвәндә мүмкин болидиған бирнәччә тосқунлуқ кәлтүрүлгән:

  •   Қизиқишниң йоқлиғи. «Яшлар бир күни қериғанлиғини һеч ойлимайду. Уларға өзлириниң һәтта кәлгүсидә ағриқ болидиғанлирини тәсәввур қилишму қийин. Уларниң ойичә, саламәтлик мәсилилиригә пәқәт яшанғанлар дуч келиду» (София).

  •   Вақитниң йоқлиғи. «Ишлирим чачтин тола болғачқа, мән сағлам йемәклик йейишкә вә йетәрлик уйқиға айрим вақит бөлүшүм керәк, амма чиниқишқа вақит тепиш техиму көп күч тәләп қилиду» (Кларисса).

  •   Пулниң йоқлиғи. «Чирайлиқ болуш қиммәт келиду, сәвәви спортзалға бериш үчүн пул төләш керәк» (Джина).

 Ойлинип көрүң:

 Сизгә немә нәрсә тосалғулуқ қиливатиду? Уни һәл қилиш бираз күч чиқиришни тәләп қилиду, амма нәтиҗиси буниңға әрзийду.

 Мән чиниқишни қандақларчә адәткә айландуралаймән?

 Бәлким, сизгә бу мәслиһәтләр ярдәм берәләйду:

  •   Саламәтлигиңиз үчүн пәқәт өзүңиз җавапкар (Галатилиқларға 6:5, УМКҖ).

  •   Баһанә тепиштин хали болуң (Вәз 11:4). Мәсилән, чиниқишни башлаш үчүн, спортзалға беришниң һаҗити йоқ. Өзүңиз амрақ болидиған бир мәшиқ түрини таллап, уни күндилик адәткә айландуруң.

  •   Башқилар қандақ мәшиқләрни қилидиғанлиғини сораң (Пәнд-нәсиһәтләр 20:18).

  •   Чиниқиш җәдвилиңиз болсун. Мәхсәтләрни қоюп, алға басқанлиғиңизни йезип қоюң. Бу сизни давамлиқ алға бесишқа дәвәт қилиду (Пәнд-нәсиһәтләр 21:5).

  •   Биллә чиниқиш үчүн өзүңизгә шерикни тепивелиң. У сизни мәшиқлинишни давамлаштурушқа үндәп, чиниқиш җәдвилини тутушқа ярдәм бериду (Вәз 4:9, 10).

  •   Бәзидә җәдвилиңизгә риайә қилиш қолуңиздин кәлмәслиги мүмкин, амма бәл қоювәтмәң (Пәнд-нәсиһәтләр 24:10).

 Тәңпуң болуң

 Муқәддәс китап әрләрни вә аялларни «адәтлиридә чекини билидиған» болушқа үндәйду (Тимотийға 1-хәт 3:2, 11). Шуңа, чиниқишқа нисбәтән тәңпуң болуң. Бәзилири һәддидин зиядә көп чиниқип, әқилсизлиқ қиливатиду. Яш Джулия мундақ дәп ейтиду: «Жигит келишкән болуп, күчи көп болса, амма әқли йәтмисә, бу һечкимгә яқмайду».

 Шундақла спорт билән һәддидин ташқири шуғуллинишқа үндәйдиған мәслиһәтләрдин нери туруң. Бундақ мәслиһәтләр сизгә җисманий тәрәптин зиян кәлтүрүп, «муһимирақ нәрсигә» көңүл бөлүшкә тосалғу болиду (Филипиликләргә 1:10).

 Буниңдин башқа, спорт билән һәддидин ташқири шуғуллинишқа үндәйдиған мәслиһәтләр қариму-қарши тәсир қилиши еһтимал. 21-яшқа толған Вера мундақ дәйду: «Көплигән қизлар өзлири яқтурған вә охшашни халайдиған адәмләрниң рәсимлирини жиғип жүриду һәм өзлирини спорт билән шуғуллинишқа дәвәт қилиш үчүн уларға қарайду. Амма өзлирини улар билән селиштурғанлиғи үчүн көңли йерим болуп қалиду. Мәхситиңиз ташқи көрүнүшиңизни әмәс, саламәтлигиңизни яхшилитиш болуши лазим».