Әйса пәйғәмбәрниң ташқи көрүнүши қандақ болған?
Муқәддәс китаптики җавап
Муқәддәс китапта бу һәққидә һеч нәрсә ейтилмиғач, Әйса пәйғәмбәрниң ташқи көрүнүши қандақ болғанлиғи һечкимгә мәлум әмәс. Демәк, Әйса Мәсиһниң ташқи көрүнүшигә әһмийәт беришниң һаҗити йоқ. Амма Муқәддәс китап бу һәққидә бәзи тәпсилатларни ашкарә қилиду.
Әйса пәйғәмбәрниң ташқи көрүнүши. Әйса Мәсиһ йәһудий болғач, семит хәлиқлиридики кишиниң ташқи көрүнүши анисидин мирас болуп өткән (Ибранийларға 7:14). Униң ташқи көрүнүши башқилардин пәриқләнмигән еди. Бир вәзийәттә һәзрити Әйса Җәлилийәдин Йәһудийәгә йошурунчә берип, шу йәрдә уни һечким тонумиған (Йоһан 7:10, 11). Шуниңдәк, у шагиртлиридинму өзгичә пәриқләнмигән. Шуңа һәтта Йәһуда Ишқарийотқиму Әйсани тутмақчи болған қуралланған бир топ кишиләргә Мәсиһниң кимлигини көрситишкә тоғра кәлгән (Мәтта 26:47—49).
Чечиниң узунлиғи. Әйса Мәсиһниң чечи узун болғанлиғи натайин. Чүнки Муқәддәс китапта: «Әгәр әр кишиниң чачлири узун болса, униң үчүн бу шәрмәндилик»,— дәп йезилған (Коринтлиқларға 1-хәт 11:14).
Сақили. Әйса пәйғәмбәрниң сақили болған. У йәһудийларға «сақилиңларниң чәтлирини бузмаңлар» дәп берилгән қанунға әмәл қилған (Лавийлар 19:27; Галатилиқларға 4:4). Буниңдин башқа, Әйса Мәсиһ чәккән азап-оқубәт һәққидики бәшарәттә у сақал билән тәсвирләнгән (Йәшая 50:6).
Бәдән қурулуши. Бәлким Әйса Мәсиһ җисманий җәһәттин күчлүк болғанду. У йәр йүзидики хизмәт җәриянида көп пиядә меңип жүргән (Мәтта 9:35). Йәһудий ибадәтханисини икки қетим тазилап, пул алмаштуридиған кишиләрниң үстәллирини өрүп ташлиған вә бир күни у қамча ясап, ибадәтханида һайванатларни қоғлап чиқарған (Луқа 19:45, 46; Йоһан 2:14, 15). Бир қамуста: «Инҗилда Әйсаниң күчлүк вә сағлам тәнгә егә болғанлиғи тәсвирлиниду».
Чирай ипадиси. Шәк-шүбһисизки, Әйса Мәсиһниң меһрибан вә һәмдәртлик екәнлиги униң чирай ипадисидә әкс әттүрүлгән (Мәтта 11:28, 29). Һәр түрлүк адәмләр һәзрити Әйсадин илһам-мәдәт вә ярдәм тепишқа интилған еди (Луқа 5:12, 13; 7:37, 38). Һәтта балиларму Әйса пәйғәмбәр билән биллә болғанда, өзлирини әркин-азадә һис қилған (Мәтта 19:13—15; Марк 9:35—37).
Әйса Мәсиһниң ташқи көрүнүши һәққидики натоғра пикирләр
Натоғра пикир. Вәһий китавида Әйса Мәсиһниң чечи жуң билән, аяқлири болса, очақтики тавлинип пақирған мис билән селиштурилиду (Вәһий 1:14, 15). Шу сәвәптин бәзиләр Әйса Мәсиһ африкилиқларға охшаш болған дәп қарайду.
Һәқиқәт. Вәһий китави символлуқ тил арқилиқ йезилған. Бу китапта Әйса Мәсиһниң чирай ипадиси, мәсилән униң чечи вә аяқлири символлуқ тилда тәсвирлиниду вә у тирилдүрүлгәндин кейин егә болған пәзиләтлирини көрситилиду. Амма бу тәпсилатлар Әйса Мәсиһ йәр йүзидә яшиғанда, униң ташқи көрүнүши һәққидә һеч немини ашкарә қилмайду. Вәһий 1:14-айәттә: «Униң беши билән чечи аппақ жуң яки қардәк болған»,— дәп йезилған. Бу айәттә чечиниң қурулмиси тоғрилиқ әмәс, әксичә чечиниң рәңги һәққидә ейтилған. Әслидә, ақарған чач инсан өмүр бойи еришкән даналиқни билдүриду (Вәһий 3:14). Бу айәттә Әйса пәйғәмбәрниң чечиниң қурулмиси қандақ болғанлиғи тилға елинмайду. Чүнки Әйсаниң чечи пәқәт жуңға әмәс, бәлки қарға охшитилған.
Шуниңдәк, Әйса Мәсиһниң аяқлири очақтики тавлинип пақирған мисқа селиштурулған (Вәһий 1:15). Чирайи болса, чүш вақтидики парлиған қуяшқа охшитилған (Вәһий 1:16). Һечбир ирқтики кишиләр жуқурида тилға елинған тәсвирләшкә мас кәлмәйду. Шуңа мошу вәһийни символлуқ мәнада чүшиниш керәк. Әксичә, бу тәпсилатлар тирилдүрүлгән һәзрити Әйсаниң йеқинлишалмайдиған нур ичидә яшаватқанлиғини көрситиду (Тимотийға 1-хәт 6:16).
Натоғра пикир. Әйса пәйғәмбәр зәип вә аҗиз еди.
Һәқиқәт. Әйса пәйғәмбәр һәқиқий әр болған. Мәсилән, қуралланған әскәрләр уни тутуп елишқа кәлгәндә, Әйса пәйғәмбәр батурлуқ билән уларниң алдиға чиққан (Йоһан 18:4—8). Униңдин башқа, һәзрити Әйса яғашчи болғач, яғашчиниң қурал-сайманлирини қолланғанлиғи униң җисманий җәһәттин күчлүк болғанлиғини көрситиду (Марк 6:3).
Ундақта Әйса Мәсиһ азап түвригини көтирип маңғанда, немишкә башқиларниң ярдимигә муһтаҗ болған? Немә үчүн Әйса Мәсиһ униң билән өлүм җазасиға һөкүм қилинған кишиләрдин бурунирақ өлүп кәткән? (Луқа 23:26; Йоһан 19:31—33). Чүшинишимиз керәкки, Әйса пәйғәмбәр өлүшидин илгири қаттиқ синақларни баштин өткүзгән. Бу униңдин көп күч тәләп қилинған. Униң қәлби интайин азапланғач, у һәтта кечичә ухлимиған (Луқа 22:42—44). Шу кечиси йәһудийлар униң үстидин мәсхирә қилған, әтигәнлиги болса, уни Рим әскәрлири қийниған (Мәтта 26:67, 68; Йоһан 19:1—3). Шу сәвәпләр түпәйли Әйса Мәсиһ чапсан өлүп кәткән болуши мүмкин.
Натоғра пикир. Әйса пәйғәмбәр дайим ғәмкин болуп жүргән
Һәқиқәт. Әйса Мәсиһ әрштики Атиси Йәһваниң пәзиләтлирини мукәммәл әкс әттүргән. Муқәддәс китапта Йәһва «бәхитлик Худа» дәп атилиду (Тимотийға 1-хәт 1:11; Йоһан 14:9). Униңдин башқа, Әйса пәйғәмбәр башқиларға бәхитлик болушни үгәткән (Мәтта 5:3—9; Луқа 11:28). Шуңа, Әйса Мәсиһниң чирай ипадисидә дайим хошаллиқ әкс әткәнлиги һәйран қаларлиқ әмәс.