Мәзмунға өтүш

Худа Падишалиғи зади қәйәрдә?

Худа Падишалиғи зади қәйәрдә?

Муқәддәс китаптики җавап

 Нурғун кишиләрниң ой-пикричә, Худаниң Падишалиғи яхши адәмләрниң қәлбидә. Әсла ундақ әмәс. Муқәддәс китап бу Падишалиқ «асман Падишалиғи» дәпму атайду (Мәт. 4:17). Муқәддәс китапқа асасән, Худа Падишалиғи — асманда һөкүмранлиқ жүргүзидиған һәқиқий һөкүмәттур.

  •   Худа Падишалиғиниң һөкүмранлири, пухралири вә қанунлири бар. Шундақла у Худаниң ирадисини асманда вә йәрдә әмәлгә ашуруш һоқуқиға егә (Мәтта 6:10; Вәһий 5:10).

  •   Худаниң һөкүмити, йәни Падишалиғи пүтүн йәр йүзиниң җай-җайлирида яшайдиған вә «һәрхил тилларда сөзләйдиған барчә хәлиқләр» үстидин һөкүмранлиқ қилиду (Даниял 7:13, 14). Бу Падишалиққа һөкүмранлиқ жүргүзүш һоқуқини пухралири әмәс, бәлки Худаниң Өзи бериду (Зәбур 2:4—6; Йәшая 9:7).

  •   Һәзрити Әйса садиқ әгәшкүчилиригә уларниң асмандики Падишалиқта униң билән биргә тәхтләрдә олтиридиғанлиғини ейтқан (Луқа 22:28, 30).

  •   Худа Падишалиғи өз дүшмәнлирини йоқ қилиду (Зәбур 2:1, 2, 8, 9; 110:1, 2; Коринтлиқларға 1-хәт 15:25, 26).

 Муқәддәс китап асмандики Падишалиқ инсанниң қәлбидә болғачқа, у униң қәлби арқилиқ тәсир қилиду демәйду. Амма, Язмилар Падишалиқ һәққидики хуш хәвәр кишиниң жүригигә тәсир қилалиши вә қилиши керәклиги тоғрисида үгитиду (Мәтта 13:19; 24:14).

Худаниң Падишалиғи дилиңлардидур дегән сөз-ибарә немини билдүриду?

 Бәзи адәмләр Луқа 17:21дики сөзләрни оқуп, Худа Падишалиғиниң қәйәрдә екәнлигини чүшәнмәй қалиду. Мәсилән, Муқәддәс китапниң бир тәрҗимисидә: «Худаниң Падишалиғи дилиңлардидур»,— дәп йезилған. Бу айәтни тоғра чүшиниш үчүн мошу айәтниң алдидики вә кәйнидики айәтләрни көрүп чиқиш керәк.

Худа Падишалиғи Әйса пәйғәмбәрни өлтүрмәкчи болған қарши чиққучиларниң қәлбидә болмиған

 Әйса пәйғәмбәр бу сөзләрни пәрисийләргә қарита ейтқан еди. Бу диний рәһбәрләр Әйсаға қаршилиқ көрситип, уни өлтүрүш үчүн тил бириктүргән еди (Мәтта 12:14; Луқа 17:20). Худа Падишалиғи шундақ зулум кишиләрниң қәлбидә бар дәп ойлаш әқилгә мувапиқму? Яқ, әксинчә һәзрити Әйса уларға мундақ дегән: «Ичиңлар иккийүзлүккә һәм җинайәткә толған» (Мәтта 23:27, 28).

 Муқәддәс китапниң башқа тәрҗимилири Әйса пәйғәмбәрниң Луқа 17:21дики (Мәдһийә тәрҗимиси) сөзлирини яхширақ чүшинишкә ярдәм берип, «Худа Падишалиғи силәрниң араңларда» дәйду. Демәк, Худа Падишалиғи пәрисийләр арисида еди, чүнки һәзрити Әйса Худа Падишалиғиниң Падишаси сүпитидә уларниң арисида еди (Луқа 1:32, 33).