Спиртлиқ ичимликкә тегишлик Муқәддәс китапниң қөзқариши қандақ? Ичимлик ичиш гунаға ятамду?
Муқәддәс китапта немә ейтилиду?
Ичимликни мөлчәрлик һалда ичиш гунаға ятмайду. Муқәддәс китап шарапни һаятимизни көңүллүк қилидиған Худадин кәлгән соға дәп тәсвирләйду (Зәбур 104:14, 15; Вәз 3:13; 9:7). Шуниң билән, Муқәддәс китапта шарапниң давалаш үчүн пайдиси бар екәнлиги ейтилиду (Тимотийға 1-хәт 5:23).
Әйса йәрдә болғанда шараптин баш тартмиған (Мәтта 26:29; Луқа 7:34). У бир тойда мөҗүзәвий һалда суни шарапқа айландуруп, мәртлик билән икки яшқа соға қилған (Йоһан 2:1—10).
Һәддидин ташқири көп ичишниң хәвпи
Муқәддәс китапта шарапниң яхши тәрәплири тилға елинсиму, һәддидин ташқири көп ичиш вә һарақкәшлик әйиплиниду. Шуниң үчүн, мәсиһийләр спиртлиқ ичимликләрни пәқәт мөлчәрлик һалда ичиши керәк (Тимотийға 1-хәт 3:8; Титқа 2:2, 3). Муқәддәс китапта һәддидин ташқири көп ичиштин немишкә нери болушимиз керәклигиниң бирнәччә сәвәви кәлтүрүлгән.
Һәддидин ташқири көп ичиш ойлаш қабилийитимизгә яман тәсир қилиду (Пәнд-нәсиһәтләр 23:29—35). Мәс адәм Муқәддәс китаптики «әқилни ишләткәч муқәддәс хизмәтни атқуруш үчүн, тениңларни Рәббимизгә яқидиған тирик, муқәддәс қурбанлиққа бериветиңлар» дегән әмирни орунлалмайду (Римлиқларға 12:1).
Һәддидин ташқири көп ичкән адәм чәктин чиқип кетиду вә әқил-зеһнини йоқитиветиду, йәни яхши нийитидин айрилиду (Һошия 4:11; Әфәсликләргә 5:18).
Бу кәмбәғәлликкә елип келиду вә саламәтликкә яман тәсир қилиду (Пәнд-нәсиһәтләр 23:21, 31, 32).
Худа шарапхорлуқ вә һарақкәшликтин нәпрәтлиниду (Пәнд-нәсиһәтләр 23:20; Галатилиқларға 5:19—21).
Һәддидин ташқири көп ичиш немини билдүриду?
Һәддидин ташқири ичкән адәм өзигә һәм башқиларға зиян кәлтүрүши мүмкин. Муқәддәс китапта һарақкәш дәп пәқәт һошидин кәткичә ичкән адәм аталмайду. Мәс адәм немә болуватқанлиғини чүшәнмәйду, путида туралмай, җедәлгә аран туриду вә қалаймиқан сөзләйду (Аюп 12:25; Зәбур 107:27; Пәнд-нәсиһәтләр 23:29, 30, 33). Һәтта мәс болуштин нери турған адәмләр наһайити көп ичип, буниң аччиқ ақиветини көрүши мүмкин (Луқа 21:34, 35).
Ичимлик ичишни тамамән рәт қилиш
Муқәддәс китап мәсиһийләрниң қайси вәзийәттә ичимлик ичиштин тамамән ваз кечиши керәклигини чүшәндүриду:
Әгәр башқилар үчүн путликашаң болса (Римлиқларға 14:21).
Әгәр спиртлиқ ичимлик ичиш қанунға хилап болса (Римлиқларға 13:1).
Әгәр адәм өзини туталмайдиған болса, ичимлик ичиштин баш тартиши керәк. Һарақкәшлик билән күришиватқан вә һәддидин ташқири көп ичидиған адәмләр бу яман адитидин айрилиш үчүн кәскин һәрикәт қилиши керәк (Мәтта 5:29, 30).