Армагедон уруши дегән немә?
Муқәддәс китаптики җавап
Армагедон уруши дегәнлик инсаний һөкүмәтләр билән Худаниң оттурисида йүз беридиған ахирқи уруш демәктур. Бу һөкүмәтләр вә уларниң тәрәпдарлири Худаниң һөкүмранлиғиға, һәтта һазирниң өзидиму, бойсунмай қарши чиқмақта (Зәбур 2:2). Армагедон урушида инсанларниң һөкүмранлиғи йоқ қилиниду (Даниял 2:44).
«Армагедон» дегән сөз Муқәддәс Язмилардики Вәһий китавиниң 16-бап, 16-айитидә бирла қетим учрайду. Бу айәттә йезилғандәк, «пүтүн дуниядики падишалар Һәммигә Қадир Худаниң улуқ күнидә болидиған уруш үчүн» «ибранийчә Армагедон дәп атилидиған йәргә» топлиниду (Вәһий 16:14, ЙД)
Армагедон урушида кимләр җәңгә чиқиду? Әйса Мәсиһ Худаниң дүшмәнлири үстидин ғәлибә қазиниш үчүн асмандики қошунларни җәңгә башлайду (Вәһий 19:11—16, 19—21). Бу дүшмәнләр Худаниң һоқуқиға қарши чиққучилар (Әзәкиял 39:7).
Армагедон уруши Йеқин Шәриқтики бир йәрдә йүз берәмду? Яқ. Армагедон уруши мәлум бир йәрдә әмәс, пүтүн дунияниң һәрқайси җай-җайлирида йүз бериду (Йәрәмия 25:32—34; Әзәкиял 39:17—20).
Армагедон сөзи «Һар-Магедон» дегән ибраний сөзидин келип чиққан. Бу сөзниң мәнаси — «Мегиддо теғи». Мегиддо қедимқи Исраил зиминидики бир шәһәр болған. Тарих нуқтәий нәзәри бойичә бу шәһәрниң әтрапида һәл қилғуч урушлар, шу җүмлидин Муқәддәс китапта тилға елинған җәңләр йүз бәргән (Һакимлар 5:19, 20; Падишалар 2-язма 9:27; 23:29) Шундақтиму «Армагедон» қедимий Мегиддониң әтрапидики мәлум бир җайни билдүрмәйду. У йәрдә егиз тағ йоқ. Һәтта униң йенида җайлашқан Йизриәл җилғиси Худаға қарши чиққучиларниң һәммисини сиғдуралмайду. Шуниң билән Армагедон дегәнлик хәлиқләр бирлишип, Худаниң һөкүмранлиғиға қарши ахирқи җәңгә чиқиши үчүн җәм болидиған дуниявий вәзийәттур.
Армагедон урушида қандақ ишлар йүз бериду? Армагедон урушида Худа Өз күчидин қандақ пайдилинидиғанлиғи мәлум әмәс. Лекин шуни яхши билимизки, Униң қолида өтмүштә ишләткән мөлдүр, йәр тәврәш, от, гуңгут, чақмақ вә кесәлликләр қатарлиқ қурал-ярақлар бар (Аюп 38:22, 23; Әзәкиял 38:19, 22; Һабаккук 3:10, 11; Зәкәрия 14:12) Бәзи Худаниң дүшмәнлири һодуқуп, тәнтирәп бир-бирини өлтүрүшкә башлайду, лекин улар нәтиҗидә өзлиригә қарши җәң қиливатқан Худаниң Өзи екәнлигини чүшинип йетиду (Әзәкиял 38:21, 23; Зәкәрия 14:13)
Армагедон урушида дунияниң ахирлишиши келәмду? Биз яшаватқан сәйяримиз вәйран қилинмайду. Чүнки Йәр шари инсанларға мәңгүгә берилгән макан-җайдур (Зәбур 37:29; 96:10; Вәз 1:4). Армагедонда инсанийәт йоқ болуп кәтмәйду, әксинчә Худаниң хизмәтчилиридин тәшкил тапқан «зор бир топ халайиқ» аман қалиду (Вәһий 7:9, 14; Зәбур 37:34).
Муқәддәс китапта «дуния» дегән сөз пәқәт йәр йүзигила әмәс, йәнә Худаға қарши чиққан рәзил инсанларғиму қаритилған (Йоһанниң 1-хети 2:15—17). Армагедон урушида бу зулум дунияниң ахирлишиши келиду (Мәтта 24:3).
Армагедон уруши қачан йүз бериду? Һәзрити Әйса тилға алған «дәһшәтлик чоң балаю апәтниң» жуқури пәллиси Армагедон урушиниң өзидур. Шу мәзгилиниң башлиниши һәққидә у мундақ дегән: «У күн яки саатни һечким — йә асмандики пәриштиләр, йә Оғли билмәйду, пәқәт Атила билиду» (Мәтта 24:21, 36). Муқәддәс китапта Армагедон уруши көзгә көрүнмәйдиған вә 1914-жилидин башлинип келиватқан Мәсиһниң һазир болуши дәвридә йүз бериду.