Мәзмунға өтүш

ӘҖАЙИП ЯРАТМИЛАР

Калләк бәсәй кепинигиниң ачимақниң беши түридә қанат йейиши

Калләк бәсәй кепинигиниң ачимақниң беши түридә қанат йейиши

 Қанат қеқип, учуштин авал кепинәк учуш булҗуңлирини қизитмақ үчүн қуяш иссиғини пайдилиниду. Амма һава тутуқ күнлири калләк бәсәй кепиниги башқа кепинәкләрдин бурун учалайду. Униңға немә ярдәм бериду?

 Ойлап көрүң. Көплигән кепинәк түрлири учуштин авал күнгә қақланғанда, қанатлирини йепиқ түрдә яки горизонтал һалда тутиду. Лекин калләк бәсәй кепиниги қанатлирини ачимақниң беши түридә яйиду. Тәтқиқатниң нәтиҗиси бойичә, мүмкинқәдәр яхши иссиниш үчүн кепинәк һәр қанитини йепиқ һалиға қариғанда тәхминән 17 градуслуқ булуңда тутуши керәк. Бу һаләттә қуяш қувити кепинәкниң көкрәк қисмидики учуш булҗуңлириға беваситә чүшүп, уларни учуш үчүн қизитиду.

 Англиядики Эксетер университетидики тәтқиқатчилар кепинәкниң ачимақ түридә қанат йейишини дорап, қуяш энергия тахтилирини техиму үнүмлүк қилишқа тиришип көргән. Буниң нәтиҗисидә, улар ишләп чиқирилидиған қувәтниң умумий миқдари 50% көпәйгәнлигини байқиди.

 Буниңдин ташқири, тәтқиқатчилар кепинәкниң қанатлири қуяш нурини яхши әкс әттүридиғанлиғини байқиди. Кепинәкниң ачимақниң беши түридә қанат йейишини вә қанатлириниң әкс әттүридиған қурулушини дорап, улар техиму йеник вә үнүмлүк қуяш энергия тахтилирини ишләп чиқарди. Бу нәтиҗиләр тәтқиқатчилар топиниң әзаси болған профессор Ричард Ффренч-Констэнтни калләк бәсәй кепинигини «қуяш қувитини тартишта мутәхәссис» дәп аташқа дәвәт қилди.

 Сиз қандақ ойлайсиз? Калләк бәсәй кепинигиниң ачимақниң беши түридә қанат йейиши өз-өзидин пәйда болғанму яки уни дана Яратқучимиз яратқанму?