Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

15-СОАЛ

Бәхитлик болуш үчүн немә қилиш керәк?

«Нәпрәт ичидә бодиған малниң йегән гөшидин, меһир-муһәббәт билән от-чөп йегән әвзәл».

Пәнд-нәсиһәтләр 15:17

«Өзәңгә пайда болсун дәп саңа үгәткүчи, саңа тегишлик болған йолда сени йетәклигүчи Мән болсам Пәрвәрдигар Худайиңдурмән».

Йәшая 48:17

«Өзиниң роһий еһтияҗлирини чүшәнгәнләр бәхитлик, чүнки асман Падишалиғи шуларға тәәллуқтур».

Мәтта 5:3

«Өз йениңдикини өзәңдәк сөйгүн».

Мәтта 22:39

«Өзәңларға адәмләр қандақ муамилә қилишини тилисәңлар, улар биләнму шундақ муамилә қилиңлар».

Луқа 6:31

«Худаниң сөзини аңлап, униңға әмәл қилидиғанлар бәхитликтур!».

Луқа 11:28

«Һәммә нәрсиниң молчилиғедиму адәмниң һаяти униң мал-мүлкигә бағлиқ әмәс».

Луқа 12:15

«Шуңа, йемәк-ичмәк, кийим-кечәк һәм башпанаримиз болса, шуларға рази болайли».

Тимотийға 1-хәт 6:8

«Елиштин көрә бериш бәхитлигирәк».

Әлчиләр 20:35