Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

3-САВАҚ

Раһаб Йәһваға ишәнди

Раһаб Йәһваға ишәнди

Келиң, өзүмизни Ериха шәһиридә болғандәк көз алдимизға кәлтүрәйли. Бу шәһәр Ханан йеридә җайлашқан, у йәрдики адәмләр Йәһваға ишәнмигән еди. Ерихада Раһаб исимлиқ бир аял яшиған.

Раһаб кичик қиз болғанда, Муса пәйғәмбәрниң Қизил деңизниң сүйини қурутуп, Исраил хәлқини Мисирдин чиқарғанлиғини аңлиған. Шундақла у Йәһва Худаниң исраиллиқларға дүшмәнлирини йеңип чиқишқа ярдәм бәргәнлигиниму аңлиған. Һазир болса, у исраиллиқларниң Ериха шәһириниң йениға келип тохтиғанлиғини аңлиди!

Раһаб Йәһва Худаға ишәнгәнлиги үчүн пайлақчиларға ярдәм бәрди

Бир күни кәчқурунлиғи Ерихани йошурун тәкшүрүш үчүн икки исраиллиқ киши кәлди. Уларни пайлақчилар дәп атайду. Пайлақчилар Раһабниң өйигә кәлгән. У уларни қобул қилип, қондуруп қалди. Кечиси Ериханиң падишаси шәһәргә пайлақчилар келип, улар Раһабниң өйидә екәнлигини билип қалиду. Шу чағда падиша пайлақчиларни тутушқа буйруқ бериду. Раһаб уларни өгүзгә йошуруп қоюп, падишаниң адәмлиригә: «Пайлақчилар кәлгини раст, лекин улар шәһәрдин кетип қалди. Тезирәк қоғлисаңлар, уларни тутувалалайсиләр!»— деди. Раһаб пайлақчиларға немә үчүн ярдәм бәргәнлигини биләмсиз? ~ Чүнки Раһаб Йәһваға ишинип, У Ханан йерини исраиллиқларға беридиғанлиғини биләтти.

Кетиштин авал пайлақчилар Раһабқа Ериха вәйран қилинғанда, у вә униң туққанлири аман қалиду дәп вәдә бәрди. Раһаб униң үчүн немә қилиши керәк еди? ~ Пайлақчилар униңға: «Бу қизил арқанни деризиңизгә бағлап, есип қоюң. Шундақ қилсиңиз, өйүңиздики адәмләрниң һәммиси аман қалиду»,— деди. Раһаб һәммини пайлақчилар ейтқандәк қилди. Кейин немә болғанлиғини биләмсиз? ~

Йәһва Худа Раһаб вә униң туққанлирини сақлап қалди

Бирнәччә күндин кейин исраиллиқлар шәһәр әтрапини үнсиз айлинип чиқти. Алтә күн бойи шәһәрни күнигә бир қетим айланди. Йәттинчи күни болса, улар шәһәрни йәттә қетим айланди. Андин улар қаттиқ вақириди. Шу чағда Йәһва шәһәрниң тамлирини өрүп чүшәрди. Лекин деризисигә қизил арқан бағланған өйгә һеч зиян тәгмиди! Бу рәсимдә уни көрүватамсиз? ~ Раһаб билән униң туққанлири аман қалди!

Раһабниң мисалидин қандақ савақ алалайсиз? ~ Раһаб Йәһваға ишәнгән. Чүнки у Йәһва Худа қилған һәммә әҗайип ишларни билгән. Сизму Йәһваниң әҗайип ишлири тоғрисида үгиниватисиз. Раһабқа охшаш сиз Йәһва Худаға ишинәмсиз? ~ Һә, шуниңға ишәнчимиз камил!

МУҚӘДДӘС КИТАВИҢИЗДИН ОҚУҢ

  • Йәшуа 2:1—24; 6:1—5, 14, 15, 20—25

  • Ибранийларға 11:31