4-БӨЛҮМ
Пулни қандақ хираҗәт қилиш керәк?
«Планлар мәслиһәт билән бекитиләр» (Пәнд-нәсиһәтләр 20:18).
Аилини барлиқ һаҗәтлик нәрсиләр билән тәминләш үчүн пул һаҗәт (Пәнд-нәсиһәтләр 30:8). Муқәддәс китапқа бенаән пул адәмни қоғдайду (Вәз 7:12). Пулға мунасивәтлик мәсилиләрни муһакимә қилиш әр-аял үчүн оңай әмәс болуши мүмкин, лекин пулниң аилигә соғақчилиқ елип келишигә йол қоймаңлар (Әфәсликләргә 4:32). Пулни немигә хираҗәт қилиш тоғрилиқ гәп болғанда, әр-аял бир-биригә ишинип, мәсилини әқил таразисиға селиши керәк.
1. ЙӘТТӘ ӨЛЧӘП, БИР КӘС
МУҚӘДДӘС КИТАПТА НЕМӘ ЙЕЗИЛҒАН? «Әгәр араңлардин бириңлар мунар салмақчи болса, у балдур олтирип, хираҗәтлири мунар селип түгитишкә йетәмду дәп, барлиқ хираҗитини һесаплап чиқмасму?» (Луқа 14:28). Хираҗәтни қандақ ишлитидиғанлиғиңларни биллә олтирип реҗиләш муһим (Амос 3:3). Силәргә һәқиқәтән немә керәклигини вә қанчилик пул сәрип қилидиғиниңларни йешивелиңлар (Пәнд-нәсиһәтләр 31:16). Янчуғиңизда пул болған үчүнла, бирәр нәрсини сетивелишниң һаҗити йоқ. Амал болса, қәризгә кирмәңлар. Мүмкинчилигиңларға қарап яшаңлар (Пәнд-нәсиһәтләр 21:5; 22:7).
ПАЙДИЛИҚ МӘСЛИҺӘТЛӘР
-
Айниң ахирида пулуңлар ешип қалса, уни қандақ тәхсим қилишни бирликтә қарар қилиңлар.
-
Аилә дарамитиңлардин артуқ чиқим чиқса, уни қандақ қисқартишқа болидиғанлиғини ойлап беқиңлар. Мәсилән, сиртта тамақлиништин көрә, өйдә тамақ тәйярлисаңлар болиду.
2. ОЧУҚ-ЙОРУҚ МУАМИЛӘ ҚИЛИП, ТОҒРА КӨЗҚАРАШТА БОЛУҢ
МУҚӘДДӘС КИТАПТА НЕМӘ ЙЕЗИЛҒАН? «Пәқәт Йәһваниң алдидила әмәс, бәлки инсанларниң алдидиму мүлүк билән» растчил пайдилиниңлар (Коринтлиқларға 2-хәт 8:21). Қанчә пул тепип, қанчә хәшләватқанлиғиңизни өмүрлүк йолдишиңиздин йошурмаң.
Пул-бисатқа тегишлик муһим қарарларни қобул қилғанда, өмүрлүк җориңиз билән чоқум мәслиһәтлишиң (Пәнд-нәсиһәтләр 13:10). Пулға тегишлик мәсилиләрдә әр-аялниң бир-бири билән очуқ-йоруқ муамилә қилиши инақлиқни сақлашқа ярдәм бериду. Тапавитиңизни пәқәт өзүңизниңки дәп һесаплимай, бәлки аилиңизниң дәп қараң (Тимотийға 1-хәт 5:8).
ПАЙДИЛИҚ МӘСЛИҺӘТЛӘР
-
Һәрбириңлар өз мәйлиңларчә қанчә пул хәшләләйдиғиниңларни келишивелиңлар.
-
Пул һәққидә сөзлишиш үчүн, қийин мәсилиниң туғулушини күтүшниң һаҗити йоқ.