2-БӨЛҮМ
Бир-бириңларға вападар болуңлар
«Худа бир боюнтуруқ астиға қошқанларни адәм айримисун» (Марк 10:9).
Тәңримиз Йәһва бизниң садақәтмән болушимизни халайду (Зәбур 18:25). Бу болупму некада интайин муһим, чүнки садақәтмәнликсиз ишәнч йоқ. Ишәнчсиз сөйгү совуп кетиду.
Бүгүнки күндә һәммила адәмләр некада вападар болуш керәк дәп һесаплимайду. Аилиңизни сақлап қелишиңиз үчүн икки әмәлий мәслиһәткә риайә қилишиңиз зөрүр.
1. АИЛИҢИЗ — ӘҢ ҚИММӘТ ҒӘЗНИҢИЗ
МУҚӘДДӘС КИТАПТА НЕМӘ ЙЕЗИЛҒАН? Муқәддәс китап «муһимирақ нәрсигә көз йәткүзүшкә» чақириду (Филипиликләргә 1:10). Аилә — һаятиңиздики әң муһим қәдрийәтләрниң бирсидур. У биринчи орунда болуши лазим.
Йәһва Худа әр-аялниң қолға қол тутушуп, өмүрдин биллә бәһрилинишини халайду (Вәз 9:9). У әр-аялниң бир-биригә йетәрлик дәриҗидә вақит бөлүшини вә уларниң бир-бирини хурсән қилишқа мүмкинчиликләрни издишини халайду (Коринтлиқларға 1-хәт 10:24). Өмүрлүк җүптиңиз өзини керәклик вә қәдирлик һис қилиши үчүн, қолуңиздин кәлгән һәммә нәрсиләрни қилиң.
ПАЙДИЛИҚ МӘСЛИҺӘТЛӘР
-
Өмүрлүк йолдишиңиз өзини бенәзәр сәзмәслиги үчүн башқа һәммә ишларни кәйнигә қалдуруп, вақитни чоқум биргә өткүзүң.
-
«Мән» дәп әмәс, бәлки «биз» дәп ейтишқа адәтлиниң.
2. ҚӘЛБИҢИЗНИ АСРАҢ
МУҚӘДДӘС КИТАПТА НЕМӘ ЙЕЗИЛҒАН? «Кимду-ким аял кишигә қараверип, шәһванийлиққа берилсә, у жүригидә шу аял билән нека вапалиғини бузған болиду» (Мәтта 5:28). Әхлақсиз хиялларға берилгән адәмни өмүрлүк яриға нисбәтән вапасизлиқ қилиду дәп ейтишқа болиду.
Йәһва Худа: «Қәлбиңни пак тут»,— дәп чақириду (Пәнд-нәсиһәтләр 4:23; Йәрәмия 17:9). Буниң үчүн нәзәриңиз көпирәк немигә тикилгәнлигигә диққәт қилиң (Мәтта 5:29, 30). Өз аялидин башқа аялларға һәвәслинип қаримаслиғи үчүн көзлири билән келишим түзгән Аюп пәйғәмбәргә тәқлит қилиң (Аюп 31:1). Порнография қаримаслиққа бәл бағлаң. Өмүрлүк җүптиңиздин башқа һечким билән ишқи мунасивәтләрниң риваҗлинишиға йол қоймаң.
ПАЙДИЛИҚ МӘСЛИҺӘТЛӘР
-
Өмүрлүк җүптиңизгә пүтүнләй садиқ екәнлигиңизни әтрапиңиздикиләргә очуқ көрситиң.
-
Йолдишиңизниң һис-туйғулирини инавәткә елиң. У қарши җинислиқ адәмләр билән қандақ муамилә қиливатқанлиғиңиздин әндишә қилса, әшундақ муамилини дәрру тохтитиң.