АТА-АНИЛАР ҮЧҮН
7. Қиммәт қариши
ДЕГӘН НЕМӘ?
Қиммәт қариши — бир киши өз турмушида чоқум әмәл қилип яшаш үчүн бәлгүлигән өлчәм яки қаидә-принциплардур. Мәсилән, сиз һәммә ишта растчил болушни өлчәм қилип яшашқа тиришисиз. Бәлким бу әхлақ өлчимини балилириңизниңму өзигә сиңдүрүшини халайдиғансиз.
Қиммәт қариши әдәп-әхлақ өлчимини һәм өз ичигә алиду. Күчлүк әдәп-әхлақ өлчими билән яшайдиған киши әмгәкчан, адил вә башқиларға көңүл бөлиду. Адәттә бир киши кичигидин башлиса, бундақ есил пәзиләтләрни йетилдүрүш асанирақ йетилдүрәләйду.
«Тәрбийилә балаңни тоғра йолда меңишқа, чоң болғандиму шу йолдин чиқмас у шунда» (Пәнд-нәсиһәтләр 22:6, ҺЗ).
НЕМӘ ҚИЛСИҢИЗ БОЛИДУ?
Йеңи пән-техника заманида әхлақий қиммәт қариши чоң әһмийәткә егә. «Һәрқандақ вақитта вә җайда, балилар телефон яки компьютер арқилиқ зиянлиқ мәзмундики нәрсиләр билән учришалайду. Һәтта улар көз алдимизда олтирип, шундақ әдәпсиз нәрсиләрни көрүши мүмкин»,— дәйду Карен.
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Йемәклик болса йетилгәнләр үчүндур. Чүнки уларниң әқли йетилиш җәриянида яхши-яманни пәриқ етишкә көнгәндур» (Ибранийларға 5:14, ҺЗ).
Әхлақ көзқариши һәм муһим. Башқиларға «рәхмәт», «мәрһәмәт» вә «кәчүрүң» дегәндәк аддий, амма көңүл болидиғанлиғимизни ипадиләйдиған ейтип турушни унтумаслиқ керәк. Кишиләр бир-биригә көңүл бөлүшниң орниға, телефон, компьютер вә телевизор дегәндәк маддий нәрсиләргә көпирәк вақит чиқириду. Шуңа, әхлақ қиммәт қариши болуш алтундин әвзәл.
МУҚӘДДӘС КИТАПТИКИ ПРИНЦИП: «Өзәңларға адәмләр қандақ муамилә қилишини тилисәңлар, улар биләнму шундақ муамилә қилиңлар» (Луқа 6:31).
НЕМӘ ҚИЛСИҢИЗ БОЛИДУ?
Әхлақ қиммәт қаришини йетилдүрүң. Мәсилән тәтқиқатчиларниң ейтишичә, яш қурамиға йәтмигән өсмүрләргә той қилиштин авал, җинсий алақә қилишниң хата екәнлигини ениқ чүшәндүрүлсә, улар өзлирини буниңдин қачуруши мүмкин.
МӘСЛИҺӘТ: Йүз бериватқан вақиәләрдин пайдилинип, кишилик әхлақ қиммәт қариши һәққидә параңлишиң. Мәсилән хәвәрләрдә қандақту бир еғир җинайәт тоғрисида сөзлисә, сиз балиңизға: «Бәзи кишиләр башқиларға шунчә қаттиқ ғәзәплиниду. Сениңчә, немә үчүн адәмләр шундақ болуп кәтти?»— дәп соришиңиз мүмкин.
«Әгәр балилар немә яхши вә немә яманни билмисә, улар үчүн яхшилиқ вә яманлиқ арисидики таллаш қийин болиду» (Брэндон).
Әхлақ көзқаришини үгитиң. Һәтта кичик балиларму «рәхмәт», «мәрһәмәт» вә «кәчүрүң» дегәндәк сөзләрни ейтип, башқиларни һөрмәтләшни үгинәләйду. Бир китапта: «Балилар өзлириниң аилә, мәктәп вә җәмийәтниң бир әзаси екәнлигини көрүп йәткәнсири, улар өзлиринила әмәс, башқиларниңму мәнпәитини ойлайдиған болуп, әтрапидикиләргә яхшилиқ қилишқа көпирәк майил болиду»,— дәп йезилған («Parenting Without Borders»).
МӘСЛИҺӘТ: Балилириңизни кичигидин аилидики бәзи ишларни қилишқа үгәтсиңиз, башқиларға хизмәт қилишниң муһим екәнлигини чүшинишкә ярдәм берисиз.
«Балилар һазирниң өзидә өйдики ишларни қилишқа башлиса, мәсъулийәтни өз үстигә елишни үгинәләйду. Шундақ болғанда, улар мустәқил турмуш кәчүргәндә, немә қиларини билмәй туруп қалмайду» (Тара).