Аллани хурсән қилидиған дуа
Дуа — Яратқучимиз инсанларға бәргән өзгичә соғат. Дуа арқилиқ Униң билән сөзлишип, Униңға һис-туйғулиримизни ейталаймиз. Давут пәйғәмбәр дуа қилип мундақ дегән: «Сән дуаларни Тиңшиғучи, Саңа һәрхил адәмләр келиду» (Зәбур 65:2). Лекин Аллани хурсән қилиш үчүн қандақ дуа қилсақ болиду?
ЧИН ЖҮРӘКТИН КӘМТӘРЛИК БИЛӘН ДУА ҚИЛИҢ
Дуада өз сөзлириңиз билән Худаға ич-бағриңизни төкүң (Зәбур 62:8). Аләмниң Егиси чин жүрәктин ейтилған сәмимий дуалардин хурсән болиду.
АЛЛАНИҢ ХАС ИСМИНИ ЧАҚИРИП ДУА ҚИЛИҢ
Алланиң Яратқучи, Һәммигә Қадир, Пәрвәрдигар қатарлиқ нам-унванлири көп болсиму, Өзигә хас бирла исми бар. У Өзи: «Мән Йәһвадурмән, бу мениң исмим»,— дегән (Йәшая 42:8, ЙД). Худаниң «Яһвәһ» яки Йәһва дегән исми Муқәддәс Язмиларда тәхминән 7000 қетим учрайду. Көп пәйғәмбәрләр дуа қилғанда, иззәт-һөрмәт билән Худаниң хас исмини қолланған. Мәсилән, Ибраһим пәйғәмбәр дуа қилип, «илтимас, Йәһва, хапа болмиғайсән вә маңа йәнә сөз қилишқа рухсәт қилғайсән» дәп ейтқан (Яритилиш 18:30). Бизму дуа қилғанда, Алланиң «Йәһва» дегән исмини ишлитәйли.
АНА ТИЛИҢИЗДА ДУА ҚИЛИҢ
Мәйли биз қайси тилда сөзләйли, Яратқучи ой-пикирлиримиз вә һис-туйғулиримизни яхши чүшиниду. Муқәддәс Язмилар «Худаниң һәқиқәтән үз-хәтир қилмайдиғанлиғини, амма һәр хәлиқтин Униңдин қорқудиған һәм һәққаний иш қилидиған киши Униңға яқидиғанлиғини» ейтқан (Әлчиләр 10:34, 35).
Бирақ Аллани хурсән қилиш үчүн дуа қилиштин ташқири йәнә башқа ишларни қилишимиз керәк. Бу тоғрилиқ келәрки мақалидә көрүп чиқимиз.