Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Меһир-муһәббәт бизни башқиларниң мәнпәитини өзүмизниңкидин үстүн қоюшқа үндәйду

Адәмләргә болған сөйгү-муһәббәт

Адәмләргә болған сөйгү-муһәббәт

Һәммә инсанлар Адәм атиниң әвлади болғач, бир аилиниң әзалиридур. Гәрчә аилидә бир-бирини сөйүп, һөрмәт көрситиш зөрүр болсиму, бүгүнки күндә өз ара сөйгү-муһәббәтни учритиш тәс. Амма Алла шундақ болушини халимайду.

МУҚӘДДӘС ЯЗМИЛАРДА ТИЛҒА ЕЛИНҒАН МЕҺИР-МУҺӘББӘТ

«Хошнаңни өзүңни сөйгәндәк сөйгин» (ЛАВИЙЛАР 19:18)

«Дүшмәнлириңларни яхши көрүшни вә силәрни қоғлиғанлар үчүн дуа қилишни тохтатмаңлар» (МӘТТА 5:44)

БАШҚИЛАРНИ СӨЙҮШ НЕМИНИ БИЛДҮРИДУ?

Алла Өз Сөзидә Коринтлиқларға 1-хәт 13:4—7 айәтләрдә, меһир-муһәббәтни қандақ тәсвирлигәнлигигә диққәт қилиң:

Меһир-муһәббәт сәвирчан вә меһривандур

Ойлинип көрүң: Сиз хаталиқ өткүзгәндә башқилар аччиқланмиса, һәмдә сәвир-тақәт вә меһрибанлиқ көрсәтсә, қандақ һис қилисиз?

Меһир-муһәббәт «көрәлмәслик қилмайду»

Ойлинип көрүң: Башқилар сизгә көрәлмәслик қилса, қандақ һис қилисиз?

Меһир-муһәббәт шәхсий мәнпийәтни көзлимәйду

Ойлинип көрүң: Башқилар көзқаришиңизни һөрмәт қилип, өз сөзидә чиң турувалмиса, қандақ һис қилисиз?

Меһир-муһәббәт адавәт сақлимайду

Ойлинип көрүң: Аллаға қарши гуна қилғанлар чин жүрәктин товва қилса, У уларни кәчүрүшкә тәйяр. «У узақ нәпрәтләнмәйду вә мәңгү ачиқланмайду» (Зәбур 103:9). Адәттә башқилар хаталиқлиримизни кәчүрсә, миннәтдар болимиз. Шуңа көңлүмизни ағритқан адәмләрни чин жүрәктин кәчүрүшкә тәйяр болушимиз керәк (Зәбур 86:5).

Меһир-муһәббәт наһәқчиликтин хурсән болмайду

Ойлинип көрүң: Әгәр қийинчилиққа дуч келип азап-оқубәт чәксәк, буниңға башқиларниң хошал болушини халимаймиз. Шуниңдәк башқиларниң бешиға еғир күнләр чүшсә, һәтта улар бизгә яманлиқ қилған болсиму, хошал болмаймиз.

Аллани хурсән қилиш үчүн инсанларниң йеши, миллити яки диний етиқадиға қаримай, һәммисини тәң яхши көрүшимиз зөрүр. Сөйгү-муһәббәт көрситишниң бир йоли — муһтаҗларға ярдәм қолини сунуш.