Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

ТӘРҖИМИҺАЛ

Йәһва Худаға хизмәт қилғанлиғим һаятимни мәналиқ қилди

Йәһва Худаға хизмәт қилғанлиғим һаятимни мәналиқ қилди

1951-жили Канадиниң Квебек өлкисидики Руэн дегән кичик шәһиригә көчүп кәлдим. Мениңдә болған адрес бойичә келип, ишикни қақтим. Ишикни Гилиад мәктивини пүтәргән Марсель Фильто a дегән миссионер ачти. У 23 яшлиқ бойи егиз бурадәр болған, мән болсам униңдин бираз пака бойлуқ 16 яшлиқ бала едим. Мән униңға пионер болуп тәйинләнгәнлигим тоғрилиқ хәтни көрсәттим. У шу хәтни оқуп, маңа қарап: «Сениң апаң бу йәрдә екәнлигиңни биләмду?»— дәп сориди.

МЕНИҢ АИЛӘМ

Мән 1934-жили дунияға кәлдим. Ата-анам Швейцариядин Канадиниң Онтарио өлкисидики Тимминс дегән хаңчилар шәһиригә көчүп кәлгән. 1939-жиллири апам «Күзитиш мунари» журналини оқушқа вә Йәһва гувачилириниң учришишлириға қатнишишқа башлиди. У мени вә алтә қериндишимни өзи билән елип жүргән. Шундақ қилип узун өтмәй апам Йәһва гувачиси болди.

Дадамға апамниң Гувачи болғанлиғи яқмиди. Лекин апам һәқиқәтни чин жүригидин яхши көрди вә Йәһва Худаға садиқ болушқа бәл бағлиған еди. Һәтта 1940-жилларниң бешида Йәһва гувачилириниң паалийити Канадида мәнъий қилинғандиму, апам Йәһваға садиқ болуп қалди. Дадам пат-пат апамни тиллап, қопал сөзлисиму, апам дайим униңға мулайимлиқ һәм һөрмәт билән сөзләтти. Апамниң әҗайип үлгиси маңа вә қериндашлиримға һәқиқәтни қобул қилишқа ярдәм бәрди. Бәхиткә яриша, вақит өтүп, дадам өзгирип, бизгә яхширақ муамилә қилишқа башлиди.

ТОЛУҚ ВАҚИТЛИҚ ХИЗМӘТНИ БАШЛИШИМ

1950-жили язда мән Нью-Йорк шәһиридә өткән «Теократияниң өсүши» намлиқ конгрессқа қатнаштим. Шу вақитта җай-җайлардин кәлгән бурадәр-қериндашлар билән арилишип, Гилиад мәктивини пүтәргән қериндашларниң қизиқарлиқ сөһбәтлирини тиңшап, Йәһваға техиму көпирәк хизмәт қилғум кәлди! Шу чағда толуқ вақитлиқ хизмәтни башлашқа бәл бағлидим. Конгресстин өйгә келипла, пионер болушқа илтимас толтурдум. Канадидики филиал өтүнүшүмгә җавап берип, авал чөмдүрүлүштин өтүшүм керәклигини ейтти. Шундақ қилип, 1950-жилниң 1-октябрь күни мән чөмдүрүлүштин өттүм. Бир айдин кейин пионер болуп, Капускейсинг шәһиригә тәйинләндим. Шу шәһәр мән туруватқан йәрдин интайин жирақ болған еди.

Квебекта хизмәт қилиш

1951-жили әтиязда филиал французчә сөзләләйдиған Гувачиларни Квебек өлкисигә көчүп беришқа дәвәт қилди. У йәрдә вәз ейтқучилар интайин аз болған еди. Кичигимдин француз вә инглиз тилида сөзлигәнликтин, филиалниң тәкливини қобул қилип, Руэн шәһиригә тәйинләндим. Мән у йәрдә һечкимни билмәттим. Бешида ейтқинимдәк, қолумда пәқәт шу адрес болған еди. Лекин ахирида һәммиси яхши болуп кәтти, Марсель иккимиз яхши дост болуп кәттуқ. Мән Квебекта төрт жил хизмәт қилип, кейинирәк мәхсус пионер болдум.

ГИЛИАД МӘКТИВИ ВӘ ТӘЛМҮРҮП КҮТКӘН ҮМҮТ

Квебекта болғинимда, Нью-Йоркниң Саут-Лансинг шәһиридә өткән Гилиад мәктивиниң 26-синипиға чақирилдим. Шу чағда хошаллиқтин жүригим йерилай дәп қалди! Бу мәктәпни 1956-жили 12-февральда пүтәрдим. Мени Ғәрбий Африкидики, һазир Гана b дәп атилидиған дөләткә тәйинлиди. Лекин у йәргә бериштин авал, Канадиға қайтип, керәк болған һөҗҗәтләрни тәйярлишим керәк еди. Буниңға бир-икки һәптә кетиду дәп ойлиған едим.

Амма бу йәттә айға созулуп кәтти. Торонтода һөҗҗәтлиримни күтүп жүргәндә, Криппс аилисиниң өйидә турдум. Уларниң Шейла дегән қизи болған еди. Иккимиз бир-биримизни яқтуруп қалдуқ. Униңға той қилиш тәкливини қойимән дәп жүргәндә, визам тәйяр болди. Шейла иккимиз дуа қилип, бираз ойланғандин кейин, мениң Ганаға кәткиним тоғра болиду дәп қарар қилдуқ. Бирақ хәт елишип турайли, вақти кәлгәндә баш қошумиз дәп қарар қилдуқ. Әлвәттә, бу оңай болмиди. Бирақ вақитниң өтүши билән бу әң тоғра қарар болғанлиғини чүшәндуқ.

Поезд, андин жүк кемиси, кейин самолет билән бир ай йолда жүрүп, Гананиң Аккра шәһиригә йетип кәлдим. У йәрдә мән вилайәт назарәтчиси болуп хизмәт қилған едим. Мән пүтүн Гана, Кот-д Ивуар вә Тогони арилап, сәпәр қилдим. Көпинчә вақитларда филиал бәргән джипта ялғуз маңаттим. Мән бу хизмәтни бәк яхши көрәттим!

Шәнбә, йәкшәнбә күнлири мән конгрессларда хизмәт қилаттим. Конгресс сарайлири болмиғанлиқтин, қериндашлар аптаптин мөкүнүш үчүн бамбуклардин чедир ясап, төписини пальма шахлири билән йепип қоятти. Холодильник болмиғачқа, бурадәрләр шу йәрдә мал союп, делегатларға тамақ тәйярлатти.

Шу конгрессларда һәрхил қизиқарлиқ вақиәләр болған. Бир күни миссионер болған Херб Дженнингс c бурадәр нутуқ ейтиватқанда, чүштә союп йәймиз дегән буқа сәһнә тәрәпкә жүгрәп чиқти. Херб бурадәргә нутуғини тохтитишқа тоғра кәлди. Лекин күчлүк төрт бурадәр келип, у яқ-бу яққа жүгрәп жүргән буқини тутувелип, елип кәтти. Тиңшиғучиларниң һәммиси чавак челишип кәтти.

Һәптә арилиғида мән әтраптики йезиларға берип, «Йеңи дуния җәмийити һәрикәт қилмақта» дегән фильмни көрситәттим. Униң үчүн мән ақ рәхтни икки түврүк яки дәрәққә тартип бағлап, проекторни қошаттим. Йезидикиләргә бу фильм интайин яқатти. Нурғунлири һаятида биринчи қетим фильмни көргән. Улар фильмда чөмдүрүлүш мәрасими көрситилгәндә, алаһидә хошал болуп чавак челип кетәтти. Адәмләр бу фильмдин бизниң инақ-иттипақ, дуниявий тәшкилат екәнлигимизни көрди.

Биз 1959-жили Ганада өйләндуқ

Африкида тәхминән икки жил хизмәт қилғандин кейин, 1958-жили хәлиқара Нью-Йоркта өткүзүлгән конгрессқа бардим. Шейла иккимиз бир-биримизгә хәт йезишип тураттуқ. Шейланиң шу конгрессқа кәлгинини көрүп, хошаллиғим қин-қинимға патмай, униңға той тәкливини қойдум. У тәкливимни қобул қилди. Шу вақитта Шейла Квебекта мәхсус пионер болуп, хизмәт қиливататти. Кейин мән Норр d бурадәргә хәт йезип, Шейлани Гилиад мәктивигә чақиришни вә Ганаға тәйинләшни соридим кейин мениң билән биллә Африкида хизмәт қилишни соридим. Норр бурадәр келишти. Ахири биз 1959-жили 3-октябрьда Аккра шәһиридә той қилдуқ. Һаятимизда хизмәтни биринчи орунға қойғанлиқтин, Йәһва Худа бизни бәрикәтлиди.

КАМЕРУНДИКИ ХИЗМИТИМИЗ

Камерун филиалида хизмәт қилғинимда

1961-жили биз Камерунға тәйинләндуқ. У йәрдә йеңи филиал ечилғанлиқтин, ишлирим чачтин тола болған. Мени Филиал хизмәтчиси қилип тәйинлигәнликтин, нурғун нәрсиләрни үгинишим керәк еди. Лекин 1965-жили биз Шейланиң иккиқат болғанлиғини билдуқ. Растини ейтқанда, ата-ана болимиз дегәнгә көнүш бизгә бираз вақит керәкти. Бирақ балимиз болиду дәп әнди хошал болуп, Канадиға қайтимиз дәп жүргәндә планлиғанда, жүригимизгә азар беридиған бир вақиә болди.

Балимиз чачирап кәтти. Дохтур униң оғул екәнлигини ейтти. Буниңдин 50 жил өтүп кәтсиму, биз уни һеч унталмаймиз. Бу вақиә көңлүмизни бәк ағритсиму, биз Канадиға қайтмай, давамлиқ Камерундики яхши көридиған хизмитимизни атқуримиз дәп қарар қилдуқ.

1965-жили Шейла билән Камерунда

Камерундики қериндашлар бетәрәпликни сақлиғанлиғи үчүн қаршилиқларға дуч кәлгән. Президентлиқ сайлам вақтида вәзийәт техиму кәскинләшти. Шу чағда дәл биз қорққандәк, 1970-жили 13-май күни Йәһва гувачилириниң паалийити мәнъий қилинди. Биз бәш ай бурунла көчүп кәлгән чирайлиқ йеңи филиалимизни һөкүмәт тартивалған. Шейла иккимиз вә башқа миссионерлар бир һәптиниң ичидә дөләттин чиқип кетишимиз керәкти. Камерунлуқ қериндашлиримиздин айрилиш интайин қийин болған, чүнки биз уларни бәк яхши көрүп, улар үчүн әнсиригән едуқ.

Кейинки алтә ай биз Франциядики филиалда хизмәт қилдуқ. Шу йәрдиму мән қолумдин кәлгиничә Камерундики етиқатдашларға ярдәм бәрдим. 1970-жилниң декабрь ейида биз Нигериядики филиалға тәйинләндуқ. Шу филиал әнди Камерундики иш-паалийитимизгә җавапкар болған. Нигериядики етиқатдашлиримиз бизни қучақ йейип қарши алди. Биз у йәрдә бирнәччә жил хизмәт қилдуқ.

ҺАЯТИМИЗДИКИ ӘҢ ҚИЙИН ҚАРАР

1973-жили бизгә интайин қийин қарарни қилишқа тоғра кәлди. Биз ғәрбий Африкида 14 жил хизмәт қилған едуқ. Шейланиң саламәтлиги начарлишип кәткән. Нью-Йорктики конгрессқа барғанда, у жиғлап туруп маңа: «Мениң башқа күчүм йоқ, ағриватқинимға қанчә вақит болди, интайин қийнилип кәттим»,— деди. Аялимниң садиқ хизмитидин бәк пәхирләндим. Лекин Шейланиң саламәтлигини яхшилитиш үчүн бир нәрсә қилишимиз керәклигини чүшинип, иккимиз бу тоғрисида сөзлишип, көп дуа қилдуқ. Миссионерлиқ хизмитимизни қалдуруш һаятимиздики әң қийин қарар болди.

Канадиға қайтип кәлгәндин кейин, мән достумниң автосалониға ишқа кирдим. Бу салон Торонтониң шималидики бир шәһәрдә җайлашқан еди. Шейла иккимиз өйни иҗаригә алдуқ, қолланған җиһазларни сетивалдуқ. Қандақла болмисун, қәризгә кирмәсликкә тириштуқ. Амалниң баричә биз аддий һаят кәчүрүшкә тиришқан чүнки күнләрниң бир күнидә толуқ вақитлиқ хизмитимизгә қайтимиз дәп үмүт қилған. Бу арминимиз көзүмизни жумуп ачқичә орунлиниду дәп ким ойлиған!

Мән шәнбә күнлири Норвалдики йеңи конгресс сарийиниң қурулуш ишиға қатнишип жүрдүм. Кейинирәк мән шу конгресс сарийиниң назарәтчиси болуп тәйинләндим. Шейланиң саламәтлиги яхши болуп қалғанлиқтин, бу йеңи вәзипини атқурушқа күчимиз йетиду дәп ойлидуқ. Шундақ қилип, 1974-жили июнь ейида конгресс сарийиниң ичидики бөлмигә көчүп бардуқ. Шуңа толуқ вақитлиқ хизмәткә қайтидин киришип кәткәнлигимизгә интайин хошал болдуқ!

Бәхиткә яриша, Шейланиң саламәтлиги яхши болуп қалди. Икки жилдин кейин, биз районлуқ хизмәткә тәйинләндуқ. Бизниң территориямиз Канадиниң Манитоба өлкисидә еди. У йәрдики қишлар җандин өтидиғандәк болған, лекин бурадәр-қериндашларниң оттәк көйүп турған меһир-муһәббити бизни музлитип қоймиди. Чүшәнгинимиз, Йәһва Худаға қәйәрдә хизмәт қилғинимиз муһим әмәс, әң муһими — хизмитимизни давамлаштуруш.

АЛҒАН МУҺИМ САВИҒИМ

Районлуқ хизмәттә бирнәччә жиллар болғандин кейин, бизни 1978-жили Канадидики Бәйтәлгә хизмәт қилишқа чақирди. Көп өтмәй, көңлүмгә еғир тәккән бир вақиә болди, лекин униңдин муһим савақ алдим. Монреальда француз тилида мәхсус учришиш болғанда, маңа бир йерим саатлиқ нутуқ ейтишни тапшурди. Бирақ нутуғумни тиңшап олтарған қериндашлар ухлай дәп қалди. Нутуқни ейтип болғандин кейин, хизмәт бөлүмидин бир бурадәр маңа нәсиһәт бәрди. Мән униңға қаттиқ рәнҗидим. Чүнки у мени махтап бир еғиз сөзму демигән еди. Растини десәм, мән сөзгә чечән натиқ болмиғанлиғимни һазир чүшинимән. Бирақ шу чағда мән бу нәсиһәтни қобул қилмидим. Иккимиз сөз талишип қалдуқ. Шу чағдики хаталиғим — мән нәсиһәтни қандақ берилгәнлигигә вә нәсиһәт бәргән адәмгә көп диққәт қилип кәттим.

Француз тилида ейтқан нутуғумдин кейин бир муһим савақни үгәндим

Бирнәччә күндин кейин филиал комитетидин бирси мениң билән шу тоғрисида сөзләшти. Мән шу нәсиһәткә яхши инкас қайтурмиғинимни бойнумға елип, кәчүрүм соридим. Кейин маңа нәсиһәт бәргән бурадәр билән сөзләштим. У мени меһрибанлиқ билән кәчүрди. Мән буни һечқачан унтумаймән, чүнки бу вақиә маңа кәмтәрликниң муһимлиғини үгәтти (Пәнд н. 16:18). Мән бу тоғрисида Йәһваға нурғун қетим дуа қилдим вә мәйли қандақ нәсиһәт берилсун уни тоғра қобул қилишқа бәл бағлидим.

Канадидики филиалда хизмәт қилғинимға 40 жилдин ашти. 1985-жилдин башлап мән филиал комитетида хизмәт қилип келиватимән. 2021-жили февраль ейида мән сөйүмлүк аялим Шейладин айрилдим, мән уни қаттиқ сеғинип кәттим. Һазир мениң саламәтлигим болса, начарлишип кәтти. Лекин Худаға хизмәт қилиштин хошаллиқ тапқанлиқтин, қийинчилиқлирим тоғрилиқ дайим ойлап олтармаймән (Вәз 5:20). Гәрчә бәзи қийинчилиқларға дуч кәлсәмму, хошал болушумға сәвәпләр көпирәк. Худани биринчи орунға қоюп, 70 жил давамида Униңға толуқ вақитлиқ хизмәт қилиш, һаятимни һәқиқәтән мәналиқ қилди. Тәшкилатимиздики қиз-жигитлиримизму Йәһва Худани һаятида биринчи орунға қойсун дәп дуа қилимән. Чүнки шундақ қилса уларму көп бәрикәтләргә еришип, һечқачан пушайман қилмайду. Мән буни өз һаятимдин һис қилдим.

a Марсель Фильто бурадәрниң тәрҗимиһалини «Күзитиш мунариниң» (рус) 2000-жилниң 1-февральдики санидин оқалайсиз.

b 1957-жилғичә Голд-Каст дәп аталған Африкиниң бу райони Британияниң колонияси болған.

c Херберт Дженнингс бурадәрниң тәрҗимиһалини «Күзитиш мунариниң» (рус) 2000-жилниң 1-декабрьдики санидин оқалайсиз.

d Шу вақитларда Нейтан Норр тәшкилатқа рәһбәрлик қилған.