Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

1924. Йүз жил бурун

1924. Йүз жил бурун

1924-ЖИЛИ январьда чиққан «Бюллетеньда» a мундақ йезилди: «Йәһва Худаниң һәрбир чөмдүрүлгән хизмәтчиси үчүн жилниң беши. . . көпирәк хизмәт қилиш мүмкинчилигини издәшниң әң яхши вақти». Шу жили Муқәддәс китап тәтқиқатчилири бу нәсиһәткә қулақ селип, җасарәтлик болди вә йеңи усулларда вәз қилди.

ХУШ ХӘВӘРНИҢ РАДИО АРҚИЛИҚ ТАРҚИТИЛИШИ

Бәйтәлдики бурадәрләр Статен-Айлендтики (Нью-Йорк) WBBR радиостанциясини бир жилдин ошуқ салди. Авал улар дәрәқләрни кесип, йәрни тәйярлиди. Кейин ишчилар үчүн йоған бир өй вә студия үчүн айрим бена салди. Бу ишлар пүткәндин кейин, бурадәрләр радио аңлитиш үчүн керәклик үскүниләрни орнитишқа башлиди. Лекин уларни бираз қийинчилиқлар күтүп турди.

Бурадәрләр үчүн асасий антеннини орнитиш оңай болмиди. Улар егизлиги 61 метр икки лимниң оттурисиға узунлиғи 91 метрлиқ антеннини илип қоюши керәк еди, амма бешида қанчә тиришсиму, оңушлуқ болмиди. Лекин улар берилмәй, Йәһваниң ярдими билән ахирида һәммиси ойдикидәк болди. Шу ишқа қатнашқан Кэлвин Проссер мундақ дегән: «Әгәр һәммисини биринчи қетимдила қилалиған болсақ, мәйдимизгә уруп: “Бу қолумиздин кәлди”,— дәттуқ». Бурадәрләр бу ишни пәқәт Йәһва Худаниң ярдими билән қилалиғанлиғини чүшәнди. Лекин қийинчилиқлар буниң биләнла пүтмиди.

Бурадәрләр WBBR радиосиниң антеннисини орнитиватиду

Шу чағда радио арқилиқ хәвәр тарқитиш техи яхши тәрәққий әтмигән еди. Шуңа, радио үскүнилирини сетивелиш қийин болған. Бирақ бәхиткә яриша, бурадәрләр йеқин әтрапта 500 ваттлиқ қолланған бир трансмиттерни сетивалди. Улар йеңи микрофонниң орниға адәттики телефонниң микрофонини қолланди. Андин февраль ейиниң бир ахшими бурадәрләр өзлири қолдин ясиған радиони тәкшүрүп көрмәкчи болди. Шуңа улар Падишалиқ нахшилирини ейтип көрәйли дәпту. Эрнест Лоу бурадәр шу чағда болған қизиқарлиқ бир вақиәни ейтип бәрди. Бурадәрләр нахша ейтиватқанда, уларға Рутерфорд бурадәр телефон қилипту. У 25 километрдәк жирақлиқтики Бруклиндин радио арқилиқ уларниң авазини аңлап турған екән.

Рутерфорд бурадәр: «Ишттәк һувлимай, мону нәрсәңларни өчүрүңлар!»— дәп удул ейтипту. Уяттин йәргә кирип кетәй дегән бурадәрләр радиони дәрру өчүрүветипту. Лекин улар радиониң яхши ишләватқанлиғини вә эфирға тәйяр екәнлигини чүшәнди.

1924-жили, 24-февральда биринчи рәсмий эфир вақтида Рутерфорд бурадәр бу радиостанция Әйса Мәсиһ тапшурған ишни қилиш үчүн қоллинилиду дәп ейтти. У радиостанцияниң мәхсити һәммә адәмләрниң «Муқәддәс китапни вә муһим вақитта яшаватқанлиғини чүшинишигә ярдәм бериш» екәнлигини чүшәндүрди.

Солда: Рутерфорд бурадәр тунҗа студияда

Оңда: Радио тарқатқуч вә радио аңлитиш үскүнилири

Шундақ қилип, биринчи эфиримиз утуқлуқ өтти. Мошу радиостанция арқилиқ Йәһва Худаниң хәлқи кейинки 33 жил давамида роһий программиларни тарқитип кәлгән.

ДИНИЙ РӘҺБӘРЛӘРНИ АШКАРИЛАШ

1924-жили июльда, Муқәддәс китап тәтқиқатчилири Колумбуста (Огайо штати) конгресс өткүзди. Дунияниң җай-җайлиридин кәлгән делегатлар нутуқларни әрәп, инглиз, француз, немис, грек, венгр, итальян, литва, поляк, рус, украин вә скандинав тиллирида аңлиди. Программиниң бәзи қисимлири радио арқилиқ берилди. Шундақла йәрлик гезиттә һәр күни конгресс программиси тоғрилиқ мақалиләр чиқип турди.

1924-жили Колумбуста (Огайо штати) өткүзүлгән конгресс

24-июль, пәйшәнбә күни конгрессқа кәлгән 5000дин ошуқ бурадәр-қериндашлар вәз хизмитигә чиқти. Улар тәхминән 30 000 китап тарқитип, миңлиған Муқәддәс китап үгинишлирини башлиди. «Күзитиш мунарида» шу күн «конгрессниң әң хошал қисми» дәп аталди.

25-июль, җүмә күни йәнә бир әстә қаларлиқ вақиә болди. Рутерфорд бурадәр диний рәһбәрләрни әйипләш һөҗҗитини оқуп бәрди. Қануний һөҗҗәт шәклидә йезилған бу варақчидә сәясий, диний вә коммерциялик рәһбәрләр «адәмләрдин Худа Падишалиғи тоғрилиқ һәқиқәтни йошуруп, уларни униң бәрикәтлиридин айриватқанлиғи үчүн» әйипләнди. Шундақла бу варақчидә адәмләрниң «Милләтләр лигасини қоллиғанлиғи вә уни Худа Падишалиғиниң йәрдики вәкили дәп җакалиғанлиғи дурус әмәслиги» очуқ ейтилди. Әнди мошу хәвәрни башқиларға йәткүзүш үчүн Муқәддәс китап тәтқиқатчилириға җасарәтлик болуш керәк еди.

Шу конгрессни хуласиләп «Күзитиш мунарида» мундақ йезилди: «Колумбустики конгресс Рәббимизниң кичик әскириниң етиқадини мустәһкәмләп,. . . улар дүшмәнниң отлуқ оқлириға қарши турушқа бәл бағлиди». Мошу конгрессқа қатнашқан Лео Клаус бурадәр мундақ әсләйду: «Конгресстин кейин дин рәһбәрлирини әйипләйдиған варақчиларни районимизда тарқитишқа алдиридуқ».

Дин рәһбәрлирини ашкарилиған варақчә

Октябрьда Муқәддәс китап тәтқиқатчилири диний рәһбәрләрни ашкарилайдиған варақчини миллионлап тарқитишқа башлиди. Бу варақчида Рутерфорд бурадәрниң конгресста ейтқан сөзлири йезилған еди. Кливленд (Оклахома штати) дегән кичик шәһәрдә Фрэнк Джонсон мошу варақчиларни тарқитип жүрди. У варақчиларни тарқитип болғандин кейин бурадәрләрни күтүп турди. Лекин уларниң келишигә йәнә 20 минут бар еди. Униң вәз қилип жүргинигә бәзи әр кишиләр ғәзәплинип, изиға чүшкәнликтин, адәмләрниң көзигә чүшидиған йәрдә күтүп туруш хәтәрлик болди. Шуңа Фрэнк йеқин йәрдики чиркоға берип йошурунушни қарар қилипту. Чиркоға кирсә, униң ичидә һечким болмиған екән. Шуни пайдилинип, у чиркода вәз оқуйдиған роһанийниң Муқәддәс китавиниң ичигә вә һәрбир орундуққа бир-бирдин варақчиларни чапсан қоюп чиқипту. Кейин чиркодин кетип қалиду. Униң йәнә бираз вақти болғанлиқтин, йенидики икки чиркодиму варақчиларни қоюп кетиду.

Фрэнк бурадәр етиқатдашлар билән келишип қойған йәргә чапсан қайтип келип, заправкиниң кәйнигә мөкүнивалиду. Издәватқан кишиләр уни көрмәй, машина билән қешидин өтүп кәтти. Андин йеқин арида вәз қилип жүргән қериндашлар келишкән вақитта машиниси билән келип, Фрэнкни елип кетиду.

Қериндашларниң бири мундақ ейтип бәргән: «Шәһәрдин чиқип кетиватқинимизда, баяқи үч чиркониң қешидин өттуқ. Һәрбир чиркониң алдида 50тәк адәм турған еди. Бирлири варақчини оқуп турса, башқилири уни роһанийларға көрситивататти. Биз вәзийәт кәскинләшмәй туруп, өз вақтида кетип қаптимиз. Йәһва Худаға бизни қорғап қалғанлиғини вә дүшмәнләрниң қолиға чүшмәй қечип кетишкә даналиқ бәргини үчүн рәхмәт ейттуқ».

БАШҚА ДӨЛӘТЛӘРДИКИ ҖАСАРӘТЛИК ҚЕРИНДАШЛАР

Джозеф Кретт

Муқәддәс китап тәтқиқатчилири башқа дөләтләрдиму батурлуқ билән вәз қилип жүрди. Мәсилән, шималий Франциядә Джозеф Кретт бурадәр Польшидин кәлгән шахтерларға вәз қилди. У «Өлгәнләр йеқинда тирилиду» дегән нутуқни ейтмақчи болди. Бурадәр вә қериндашлар мошу нутуққа адәмләрни чақирип, варақчиларни тарқатти. Йәрлик роһаний буни билгәндә, адәмләрни агаһландуруп, бу нутуққа бармаслиқни ейтти. Лекин бу агаһландуруш адәмләрни техиму қизиқтурувәтти. Нутуқни тиңшаш үчүн 5000дин ошуқ адәм кәлди, арисида баяқи роһанийму бар. Кретт бурадәр шу роһанийни өз етиқадини қоғдашқа сориғанда, у баш тартти. Адәмләрниң көпирәк билмәкчи болғанлиғини байқиған Кретт бурадәр нутуқтин кейин өзидә бар әдәбиятларниң һәммисини тарқитип чиқти (Амос 8:11).

Клод Браун

Ганада (Африка) яшиған Клод Браун бурадәр нурғунлириға вәз қилди. У нутуқ ейтип, көп әдәбият тарқатқанлиқтин, шу шәһәрдә Худа тоғрилиқ һәқиқәт тез тарқалди. Шу чағда фармацевтқа оқуп жүргән Джон Блэнксон дегән жигит Клодниң нутуғини тиңшап, бирдин һәқиқәтни тапқанлиғини чүшәнди. «Һәқиқәтни тапқинимға хошал болғанлиғим шунчә, мән билгәнлирим тоғрилиқ савақдашлиримниң һәммисигә ейтип жүрдүм»,— дәп әскә алди Джон Блэнксон.

Джон Блэнксон

Джон Муқәддәс китаптин Худа үч бирлик әмәс екәнлигини чүшәнгәндә, дәрру чиркоға берип, роһанийға соалларни қойди. Шу чағда роһаний аччиқлинип: «Сән христиан әмәс, Иблисниң балиси! Бу йәрдин йоқал!»— дәп вақирап уни қоғлап чиқарди.

Джон өйигә кәлгәндә, роһанийға хәт йезип, көпчиликниң алдида үч бирлик тәлимини дәлилләп беришини сориди. Хәтни алған роһаний Джонниң оқуш йеригә берип, директор билән сөзләшти. Директор Джондин: «Сән роһанийға раст хәт яздиңму?»— дәп сориди.

— Һә-ә,— дәп җавап бәрди Джон.

Директор Джондин роһанийға қайта хәт йезип, кәчүрүм сорашни тәләп қилди. Шу чағда Джон мундақ йезишқа башлиди:

— Әпәндим, муәллим сиздин кәчүрүм соришим керәклигини ейтти. Мән шундақ қилишқа тәйяр. Лекин сиз ялған тәлимләргә үгитип жүргиниңизни етирап қилғандила, сиздин кәчүрүм сораймән.

Буни көрүп, көзи чиққан директор: «Блэнксон, сән роһанийға мошу хетиңни әвәтимән дәмсән?»— дәп сориди.

— Һә, язсам, пәқәт мошундақла язимән.

— Ундақта, сән мәктәптин чиқирилисәнғу! Һөкүмәтниң чиркосиға қарши сөзләп, қандақму мошу мәктәптә оқуймән дәйсән!?

— Лекин. . . муәллим, сизниң дәрисиңиздә бирнәрсини чүшәнмәй қалсақ, соал қоюмизғу.

— Һә, шундақ.

— Буму тоғриғу, шундақ әмәсму? У киши Муқәддәс китаптин тәлим бериватқанда, мән униңға соал қойдум. У соалимға җавап берәлмисә, немишкә униңдин кәчүрүм соришим керәк?

Джон Блэнксон кәчүрүм сорап хәт язмисиму, мәктәптин чиқирилмиди.

КЕЙИНКИ ЖИЛЛИРИ БОЛҒАН ВАҚИӘЛӘР

Шу жили болған вақиәләр тоғрилиқ «Күзитиш мунарида» мундақ дейилгән: «Биз Давутниң: “Сән мени җәңгә тәйярлиғачқа, қаршилашқучиларни ғулитисән”,— дегән сөзлиригә қошулимиз (Зәбур 18:39). Бу жили биз Йәһваниң қолини көрүп, ишәнчимиз техиму мәһкәм болди. . . Худаниң садиқ хизмәтчилири. . . хуш хәвәрни хошаллиқ билән җакалимақта».

1924-жилиниң ахирида бурадәрлиримиз Чикагоға йеқин бир йәрдә йәнә бир радиостанция селишни планлиди. Бу йеңи радиостанция WORD, йәни «СӨЗ» дәп аталған, сәвәви мошу радиостанция арқилиқ Худа Сөзи вәз қилинған еди. Бурадәрләр 5000 ваттлиқ радио тарқатқучниң ярдими билән Падишалиқ хуш хәвирини йүзлигән километр жирақлиқтики, һәтта Канадиниң шималидики, адәмләргә йәткүзмәкчи еди.

1925-жили Йәһва Худа Өз хәлқигә Вәһий китавиниң 12-бабидики муһим һәқиқәтни ечип бәрди. Бу йеңи чүшәнчә бәзилиригә яқмиғанлиқтин, улар Йәһва Худаға хизмәт қилишни тохтатқан еди. Лекин башқа нурғунлиған етиқатдашлар, буниңға хошал болди. Чүнки улар асманда қандақ вақиәләр болғанлиғини вә бу Худаниң йәрдики хәлқигә қандақ тәсир қилғанлиғини техиму яхши чүшәнгән еди.

a Һазир «Мәсиһий һаятимиз вә хизмитимиз. Иш дәптири» дәп атилиду.