Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

Йеңи җамаәткә көнүшкә немә ярдәм бериду

Йеңи җамаәткә көнүшкә немә ярдәм бериду

СИЗ илгири йеңи бир җамаәткә көчүп баққанму? Әгәр шундақ болған болса, бәлким сиз Жан-Шарли бурадәрниң мону сөзлиригә қошулисиз: «Йеңи җамаәткә көнүш билән бирликтә аилимиздикиләрниң Йәһва Худа билән болған достлуқ мунасивитини сақлап қелишиға ярдәм бериш асанға чүшмәйду». Башқа йәргә көчкәндә, йеңи иш, туралғу-җай вә балилириңиз үчүн йеңи мәктәп тепишиңизға тоғра келиши мүмкин. Униңдин башқа, бәлким пәриқлиқ һава райиға, мәдәнийәткә вә йеңи территориядә вәз қилишқа көнүшкә тоғра келиду.

Николас билән Селин башқичә қийинчилиққа дуч кәлгән еди. Улар Франция Бәйтәлниң тәвсийисини қобул қилип, йеңи җамаәткә көчкән. Улар мундақ дәйду: «Дәсләптә биз хошал болуп бәк һаяҗанландуқ. Лекин көп өтмәй, дост-ярәнлиримизни сеғинишқа башлидуқ. Йеңи җамаитимиздики қериндашлар билән техи йеқин мунасивәт орниталмиған едуқ» a. Сизму йеңи җамаәткә көчкән болсиңиз, шуниңдәк қийинчилиқларни йеңишиңизгә немә ярдәм берәләйду? Башқилар йеңи кәлгәнләргә ярдәм бериши үчүн немә қилалайду? Йеңи җамаәткә өз һәссиңизни қошуш үчүн немә қилалайсиз? Өзүңизму қандақ бәрикәтләргә еришәләйсиз?

КӨНҮШКӘ ЯРДӘМ БЕРИДИҒАН ТӨРТ МӘСЛИҺӘТ

Йәһва Худаға ишәнч бағлаш

1. Йәһва Худаға ишәнч бағлаш (Зәб. 37:5). Япониядә яшайдиған Казуми исимлиқ қериндаш 20 жил охшаш бир җамаәткә барған. Бирақ ери башқа йәрдин иш тапқанда, йеңи җамаәткә көчкән. У «йолуңни Йәһваға өткүзгин» дегән сөзгә қандақ қулақ салған? У мундақ дәйду: «Мән ялғузлуқ, һәтта кичиккинә вәһимә һис қилған чағларда, көңлүмдики һис-туйғулиримни пүтүнләй дуада Йәһва Худаға ейтип бәрдим. Һәр қетим шундақ қилғандин кейин Йәһва маңа күч-қувәт берәтти».

Йәһва Худаға болған ишәнчиңизни қандақ күчәйтәләйсиз? Худди өсүмлүк өсүши үчүн су вә тупрақтики озуқлуқ маддиларға муһтаҗ болғанға охшаш, бизниң ишәнчимизниң күчийишиму көчмә мәнадики су вә озуқлуқ маддийларға муһтаҗ. Жуқурида тилға елинған Николас Йәһва Худаниң ирадисини орунлаш үчүн нурғун қурбанлиқларни бәргән Ибраһим пәйғәмбәр, һәзрити Әйса вә әлчи Паулниң үлгилири үстидин чоңқур ойлинип, Худаниң чоқум өзигә ярдәм беридиғанлиғиға болған ишәнчисини техиму күчәйткән. Әгәр дайим Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип үгәнсиңиз, һәрқандақ өзгиришләргә асанирақ көнүп кетәләйсиз вә көчүп барған йеңи җамаитиңиздики қериндашларға илһам-мәдәт берәләйсиз.

Селиштуруштин сақлиниш

2. Селиштуруштин сақлиниш (Вәз 7:10). Джоел бурадәр Бенин дегән дөләттин Америкиға көчүп кәлгәндин кейин икки дөләтниң мәдәнийитидә чоң пәриқ барлиғини байқиған вә йеңи мәдәнийәткә көнүш қийинға тохтиған. У мундақ дәйду: «Мән тонушқан һәрбир кишигә һаятим тоғрилиқ ейтип беришим керәктәк һис қилаттим». Бу өзи көнгән мәдәнийәттин бәк көп пәриқлиқ болғач, бурадәр өзини йеңи җамаәттики етиқатдашлардин қачурушқа башлиған еди. Бирақ қериндашлар билән тонушқансири, у өз көзқаришини өзгәрткән. Джоел сөзини давамлаштуруп мундақ дәйду: «Биз қәйәрдә яшимайли, инсанлар бир-биригә охшаш. Пәқәт өзини ипадиләш усулида, йәни гәп-сөз вә иш-һәрикәтләрдә пәриқлиқ. Әң муһими, инсанларни өз кимлиги билән қобул қилиш!» Шуңа йеңи җамаәт билән бурунқи җамаәтни селиштуруштин сақлиниң. Анна-Лиз исимлиқ қериндашниң үлгисини махташқа әрзийду. У мундақ дәйду: «Мән йеңи нәрсиләрни үгинишни халиғач, йәни йеңи нәрсиләргә адәтлинип яшаш үчүн өйүмдин көчтүм».

Ақсақалларму йеңи җамаәт билән бурунқи җамаитини селиштуруштин сақлиниши керәк. Йеңи җамаәттики бурадәрләрниң ишларни башқичә усулда қилиши бу чоқум натоғра иш қилғанлиғини билдүрмәйду. Әслидә бир тәклип-пикирни оттурға қоюштин илгири йәрлик вәзийәтләрни чүшинип, андин сөз қилиш даналиқ болиду (Вәз 3:1, 7). Етиқатдашларни өзүңизгә охшаш ой-пикирдә болушқа мәҗбурлашниң орниға, гәп-сөз вә иш-һәрикәттә үлгә көрситип, уларға илһам-мәдәт бериш әвзәлдур (Кор. 2-х. 1:24).

Йеңи җамаәттики иш-паалийәтләргә қизғинлиқ билән қатнишиш

3. Йеңи җамаәттики иш-паалийәтләргә қизғинлиқ билән қатнишиш (Флп. 1:27). Башқа йәргә көчүш үчүн көп вақит вә күч чиқириш керәк. Лекин мүмкинқәдәр балдурирақ йеңи җамаәтниң жиғилишлириға қатнишишни башлаш бәк муһим. Йеңи җамаитиңиздики етиқатдашлар сизни йеқинирақ тонуп, ярдәм берәлиши үчүн жиғилишларда сизни дайим көрүп туруши лазим. Җәнубий Африкида икки қизи билән чоң бир шәһәргә көчүп кәткән Люсинда исимлиқ қериндаш мундақ дәйду: «Йеңи җамаәттики етиқатдашлар билән йеқин мунасивәт орнитиш үчүн достлиримниң мәслиһити бойичә дайим қериндашлар билән вәз хизмәткә чиқтуқ вә жиғилишларда җавапларни бәрдуқ. Униңдин башқа, ақсақалларға вәз хизмәт жиғилишлирини өйүмиздә өткүзүшкә болидиғанлиғини ейттуқ».

Йеңи җамаәттики етиқатдашлар билән мүрини-мүригә тирәп хуш хәвәрни вәз қилсиңиз, өз иман-етиқадиңизни күчәйтипла қалмай, башқиларға илһам-мәдәт берәләйсиз. Жуқурида тилға елинған Анна-Лиз ақсақалларниң мәслиһитигә қулақ селип, җамаәттики һәрбир қериндаш билән вәз қилишқа чиққан. Нәтиҗиси қандақ болған? У мундақ дәйду: «Мән наһайити тезла йеңи җамаәткә көнүшниң сири — бирликтә вәз хизмәткә чиқиш екәнлигини көрүп йәттим». Униңдин башқа, тәшәббускарлиқ билән Ибадәт өйини тазилаш вә асраштәк ишларға қатнишиш өзүңизни аллиқачан йеңи җамаәтниң бир әзаси дәп қаралайдиғанлиғиңизни көрситиду. Қизғинлиқ билән җамаәтниң иш-паалийәтлиригә қатнашқансири, шунчә балдурирақ йеңи җамаәткә көнүп, өзүңизни шу йеңи аилиниң бир әзасидәк һис қилисиз.

Йеңи достларни тепиш

4. Йеңи достларни тепиш (Кор. 2-х. 6:11—13). Йеңи достларни тутушниң әң яхши йоли — кишиләргә көңүл бөлүш. Шуңа қериндашлар билән яхширақ тонушуш үчүн җамаәт жиғилишидин бурун яки кейин вақит чиқирип, улар билән сөһбәтлишиң. Уларниң исимлирини әстә сақлашқа тиришиң. Әгәр қериндашларниң исимлирини әстә тутуп, уларға достанә муамилә қилсиңиз, уларму сиз билән тонушушни халайду вә өз ара яхши дост болалайсиләр.

Йеңи җамаәттики етиқатдашлар сизни қобул қиларму-қилмасму дәп әнсирәшниң орниға, уларниң сизни яхширақ тонушиға пурсәт бериң. Люсинда исимлиқ қериндаштин үгинишкә әрзийду. У мундақ дәйду: «Биз тәшәббускарлиқ билән башқиларни өйүмизгә меһманға чақирғачқа, һазир йеқин достлиримиз бар».

БИР-БИРИҢЛАРНИ ҚОБУЛ ҚИЛИҢЛАР

Бәзиләр тонумайдиған адәмләргә толған Ибадәт өйигә кириштин қорқуши мүмкин. Ундақта, җамаәткә йеңи кәлгәнләрниң өзини әркин-азадә һис қилишиға қандақ ярдәм бәрсәк болиду? Әлчи Паул мундақ мәслиһәт бәргән: «Мәсиһ силәрни шат-хорам қобул қилғандәк, бир-бириңларни шат-хорам қобул қилиңлар» (Рим. 15:7). Ақсақаллар һәзрити Әйсани үлгә қилип, йеңи кәлгәнләрни иллиқ қарши алса, улар өзлирини әркин-азадә һис қилиду ( «Йеңи җамаәткә көчүшкә немә ярдәм бериду?» дегән рамкиға қараң). Амма җамаәттикиләрниң һәммиси, һәтта кичик балиларму йеңи кәлгәнләрниң әркин-азадә һис қилишиға ярдәм берәләйду.

Йеңи көчүп кәлгәнләрни иллиқ қарши елиш үчүн уларни меһманға чақириштин башқа, йәнә уларға әмәлий ярдәм қолумизни сунсақ болиду. Мәсилән, бир қериндаш вақит чиқирип, йеңидин көчүп кәлгән қериндашқа һәмра болуп, шәһәрни айлинип, аммивий автобус билән йәр асти поезға қандақ олтиришни чүшәндүрүп бәргән. Шу қериндашниң ғәмхорлуғи йеңидин көчүп кәлгән қериндашниң көңлини сөйүндүргән вә униң техиму тезирәк йеңи җамаәткә көнүшигә ярдәм бәргән.

ӨСҮП ЙЕТИЛИШ ПУРСИТИ

Чекәткә чоң болушқа әгишип, бирқанчә қетим терә ташлайду. Андин кейин қанат қеқип учалайду. Худди шуниңға охшаш йеңи җамаәткә көчкәндин кейин ғәм-әндишилиримизни йеңиш үчүн тиришчанлиқ көрсәтсәк, шундила қанитимизни кәңри қеқип, Йәһва Худаға хизмәт қилалаймиз. Николас билән Селина мундақ дәйду: «Башқа җамаәткә көчүш — бу үгинишниң әҗайип яхши пурсити. Йеңи достлар билән тонушуш вә йеңи муһитқа көнүш үчүн бәзи йеңи пәзиләтләрни йетилдүрүшимиз керәк». Жуқурида тилға елинған Жан-Шарли йеңи җамаәткә көчүшниң өз аилисигә қандақ ярдәм бәргәнлигини ейтқан: «Йеңи җамаәттә балилиримиз роһий җәһәттин техиму өсүп, Йәһва Худаға техиму йеқинлашти. Бирнәччә айдин кейин қизимиз һәптә арилиғидики жиғилишта берилгән тапшуруқни орунлиди. Оғлимиз болса суға чөмдүрүлүштин өтмигән вәз ейтқучи болди».

Әгәр вәз ейтқучиларға еһтияҗлиқ җайларға көчүп беришқа шараитиңиз яр бәрмисә, немә қилсиңиз болиду? Сиз һазирқи җамаитиңизни худди йеңи җамаәт орнида көрүп, бу мақалидә берилгән мәслиһәтләрни әмәлий қоллинип көрүң. Йәһваға тайинип, пүтүн күчиңиз билән җамаәтниң иш-паалийәтлиригә қизғин қатнишиң. Мәсилән, пәриқлиқ қериндашлар билән вәзгә чиқип, йеңи достларни тутуң яки аллиқачан тонуйдиған етиқатчилар билән техиму йеқинирақ дост болушқа һәрикәт қилиң. Йеңи кәлгән яки ярдәмгә муһтаҗ болған етиқатдашларға әмәлий ярдәм бериш үчүн тәшәббускар болуң. Шәк-шүбһисизки, Мәсиһниң һәқиқий әгәшкүчилири сөйгү-муһәббити билән тонулиду. Шуңа башқиларға әмәлий ярдәм бериш арқилиқ Йәһва Худа билән болған достлуқ мунасивитиңизни техиму күчәйтәләйсиз (Йоһ. 13:35). Шуни унтумаңки, Худа бундақ қурбанлиқлардин хурсән болиду (Ибр. 13:16).

Қийинчилиқларға қаримай, нурғун етиқатдашлар йеңи җамаәт вә муһитқа көнүп, хошал-хорам хизмәт қилмақта. Сизму шундақ қилалайсиз. Анна-Лиз мундақ дәйду: «Йеңи җамаәткә көчүш техиму көп достлар билән тонушушқа ярдәм бәрди». Йеңи җамаәткә көчүп, Йәһваға болған ишәнчиси күчәйгән Казуми: «Сиз илгири һечқачан һис қилип бақмиған түрлүк йоллар билән Йәһваниң сизни қоллап-қувәтләйдиғанлиғини һис қилисиз»,— дәйду. Джоел болса мундақ дәйду: «Йеңи җамаәттә достларни тапқандин кейин өзүмни ят кишидәк әмәс, бу йеңи аилиниң әзасидәк һис қилдим. Әгәр йәнә бу җамаәттин айрилишқа тоғра кәлсә, бу маңа қийин болиду».

a «Күзитиш мунари» (рус) журнали, 1994-жили, 15-май сани, «Худаға хизмәт қиливатқанда, ана жутини сеғиниш һис-туйғусини йеңиш» намлиқ мақалидин пайдилиқ мәслиһәтләрни тепишқа болиду