Оқурмәнләр үчүн
Һөрмәтлик оқурмән,
Бу «Күзитиш мунари» санида биз бәш мақалиниң ичидә бир-биригә бағлинишлиқ соалларни көрүп чиқимиз:
Биринчи, Йәһва Худа адәмләрниң гунаға қарши күрәш қилишиға ярдәм бериш үчүн немә қилған?
Иккинчи, чин жүрәктин товва қилишқа немә кириду вә Худа гунакарларниң товва қилишиға қандақ ярдәм бәргән?
Үчинчи, Коринт җамаитидикиләр еғир гунасиға товва қилмиған кишигә қандақ муамилә қилиши керәк еди?
Төртинчи, бүгүнки күндә ақсақаллар еғир гуна қилғанларға қандақ ярдәм берәләйду?
Бәшинчи, товва қилмиған киши җамаәттин чиқирилса, етиқатдашлар униңға давамлиқ меһир-муһәббәт вә рәһимни қандақ көрситәләйду?