Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

«Қәсимиңни ада қилғин»

«Қәсимиңни ада қилғин»

«Йәһваға бәргән вәдилириңни орунла» (МӘТТА 5:33).

НАХШИЛАР: 18, 7

1. а) Йиптаһ билән Һаннаниң қандақ охшашлиғи болған? (Мақалиниң бешидики рәсимгә қараң.) ә) Мошу мақалидә қайси соалларни муһакимә қилимиз?

ЙИПТАҺ җасур йолбашчи вә батур җәңчи болған. Һанна йолдишиға вә өй ичигә ғәмхорлуқ қилған кәмтәр аял еди. Уларниң һәр иккилиси Йәһва Худаға ибадәт қилған. Лекин уларниң йәнә бир охшашлиғи, Йиптаһму, Һаннаму Йәһваға вәдә берип, уни садақәтмәнлик билән орунлиди. Мошу кишиләр бүгүнки күндә Йәһваға қәсәм бәргүси келидиған әр вә аяллар үчүн әҗайип үлгә қалдурди. Һазир төвәндики үч соални муһакимә қилимиз: Қәсәм дегинимиз немә? Худаға қәсәм бериш қанчилик җиддий? Йиптаһ билән Һаннадин қандақ савақ алалаймиз?

2, 3. а) Қәсәм дегән немә? ә) Худаға қәсәм бериш һәққидә Муқәддәс китапта немә йезилған?

2 Муқәддәс китапқа бенаән, қәсәм — Йәһваға берилгән җиддий вәдә. Мәсилән, адәм Йәһваға бир нәрсини қилишни, қандақту бир соға тәғдим қилишни, бирәр хизмәтни атқурушни яки бир нәрсидин ваз кечишни вәдә қилиши мүмкин. Қәсәм мәҗбурий түрдә әмәс, өз әркинлиги билән берилиду. Бирсиниң қәсими — Йәһваниң көз алдида чоқум орунлуниши керәк җиддий вәдә. Муқәддәс китапта йезилғандәк, адәм қәсәм бәргәндә, у бәлгүлүк бир нәрсини қилишқа яки қилмаслиққа вәдә бериду (Яритилиш 14:22, 23; Ибранийларға 6:16, 17). Қәсәм беришниң қанчилик җиддий екәнлиги һәққидә Муқәддәс китапта немә ейтилған?

3 Тәврат қанунида бир киши Йәһваға вәдә қилса, «өз вәдисини сундурмай, бәлки һәммә нәрсидә өз ағзидин чиққандәк» қилиши керәклиги йезилған (Санлар 30:2). Кейинирәк Сулайман падиша мундақ язған: «Худаға қәсәм ичсәң, уни ада қилишни кечиктүрмә, чүнки у ахмақлардин һеч һузур алмайду, шуңа қәсимиңни ада қилғин» (Вәз 5:4). Әйсаму Худаға қәсәм бериш җиддий екәнлигини тәкитләп: «Қедимий заманда адәмләргә: “Бәргән қәсимиңни бузма, әксичә Йәһваға бәргән һәммә вәдилириңни орунла” дегәнни аңлидиңлар»,— деди (Мәтта 5:33).

4. а) Йәһваға қәсәм беришкә немишкә җиддий қаришимиз керәк? ә) Йиптаһ билән Һанна тоғрилиқ қандақ соалларни қараштуримиз?

4 Демәк, Йәһваға беридиған һәрбир қәсимимизгә җиддий қаришимиз керәк. Қәсәмлиримизгә болған көзқаришимиз Йәһва билән мунасивитимизгә тәсир қилиду. Бу Давутниң келәрки сөзлиридин ениқ көриниду: «Пәрвәрдигарниң теғиға ким чиқалайду? Униң муқәддәс җайиға ким кирип туралайду? Ялған қәсәм қилмиған киши кирәләйду» (Зәбур 24:3, 4). Йиптаһ билән Һанна қандақ қәсәм бәрди? Уларға өз сөзидә турушқа асан болдиму?

УЛАР ХУДАҒА БӘРГӘН ҚӘСИМИНИ АДА ҚИЛДИ

5. Йиптаһ қандақ қәсәм бәрди? Нәтиҗиси қандақ болди?

5 Йиптаһ аммонлуқлар билән җәң қилишқа тәйярлиниватқанда Йәһваға вәдә бәргән. Улар Худа хәлқиниң дүшмәнлири болған (Һакимлар 10:7—9). Йиптаһ Йәһвадин ғалибә қазинишни ялвуруп: «Әгәр бәни-Аммонни қолумға тутуп бәрсәң, мән бәни-Аммонниң тәрипидин теч-аман йенип кәлгинимдә кимки өйүмниң ишигидин дәсләптә чиқип, мән билән көрүшкили кәлсә, униң өзини Худавәндигә атаймән»,— дәп қәсәм бәрди. Худа униң дуасиға җавап берип, аммонлуқларни ғәлибә қилишқа ярдәм бәрди. Андин Йиптаһ өйигә қайтип кәлгәндә, алдиға сөйүмлүк қизи чиқти. Әнди униң қизи Йәһваға атилиши керәк еди (Һакимлар 11:30—34). Бу қизи үчүн немини билдүрди?

Йиптаһму, униң қизиму садақәтмән болғанлиқтин, Худаға бәргән қәсимини бузуш ойиғиму кирип бақмиған

6. а) Йиптаһ билән қизиға Худаға бәргән қәсимини орунлашқа оңай болдиму? ә) Қанун шәрһи 23:21, 23 вә Зәбур 15:4тин Худаға қәсәм бериш һәққидә немини биливалимиз?

6 Дадисиниң вәдисини орунлаш үчүн, Йиптаһниң қизи Йәһваға муқәддәс чедирда толуқ вақитлиқ хизмәт қилиши керәк еди. Йиптаһ ойланмастин вәдә бәрдиму? Яқ. Әмәлийәттә, Йиптаһ қизиниң биринчи болуп алдиға чиқиши мүмкин екәнлигини билгән. Қандақла болмисун, Йәһваға бәргән сөзидә туруш өзигиму, қизиғиму оңай болмиған. Қизини көргәндә униң көңли чүшти. Қизи болса, «өзиниң қиз қалғиниға» жиғлиди. Немишкә? Сәвәви Йиптаһниң оғли болмиған, ялғуз қизи болса, әнди турмушқа чиқалмай, һечқачан балилиқ болалматти. Йиптаһниң нәслини давамлаштуридиған һечким болмиған. Лекин Йиптаһ билән униң қизи өз һис-туйғулиридин муһимирақ бир нәрсә барлиғини чүшәнгән. Йиптаһ: «Мән болсам Худавәндигә өз ағзим билән вәдә қилғиним үчүн яналмаймән» дегәндә, униң қизи: «Ағзиңдин чиққанға мувапиқ маңа шуни қилғин»,— дәп җавап бәргән (Һакимлар 11:35—39). Һәр иккиси садақәтмән болғанлиқтин, өзлиригә қанчилик қийин болсиму, Худаға бәргән қәсимини бузуш ойиғиму кирип бақмиған (Қанун шәрһи 23:21, 23; Зәбур 15:4ни оқуң).

7. а) Һанна қандақ қәсәм бәрди вә немишкә? Буниң нәтиҗиси қандақ болди? ә) Һаннаниң қәсими Самуил үчүн немини билдүрди? (Изаһәткә қараң.)

7 Һаннаму қаттиқ қийнилип жүргән чағда Йәһваға қәсәм бәргән. Туғмас болғанлиқтин, у заңлиққа вә хорлуққа дуч кәлгән (Самуилниң 1-язмиси 1:4—7, 10, 16). У һис-туйғулирини Йәһваға ейтип, мундақ вәдә қилған: «Әй, самави қошунларниң сәрдари болған Худавәндә, әгәр дедикиңниң дәрдигә қарап мени яд қилип, дедикиңни унтумай, дедикиңгә бир оғул бала бәрсәң, уни пүтүн өмри үчүн Худавәндигә беғишлап қояй вә һечбир устира униң бешиға селинмисун» * (Изаһәткә қараң.) (Самуилниң 1-язмиси 1:11). Дуаси Йәһваниң қулиғиға йетип, Һанна келәрки жили оғли Самуилни дунияға әкәлди. Униң хошаллиғи қин-қиниға патмиған! Лекин Һанна Худаға бәргән қәсимини унтуп қалмиди. Оғли туғулғанда у: «Худавәндидин тиливалдим»,— дәп ейтти (Самуилниң 1-язмиси 1:20).

Һанна Худаға бәргән вәдисидә туруш үчүн җенидин қиммәт нәрсиләрни қурбан қилишқа тәйяр еди

8. а) Һанна үчүн қәсимини ада қилиш оңай болдиму? ә) Зәбур 61-бап қандақларчә Һаннаниң әҗайип үлгисини ядқа кәлтүриду?

8 Самуил тәхминән үч яшқа толғанда, Һанна Йәһваға бәргән қәсимини ада қилди. У Самуилни Шилоһтики муқәддәс чедирда болған баш роһаний Елиниң алдиға әкелип: «Бу бала тоғрисида дуа қилдим. Мана Худавәндә униңдин тилигинимни маңа бәрди. Униң үчүн мән әнди уни Худавәндигә яндуруп бәрдим. Өмриниң һәммә күнлиридә Худавәндиниңки болғай»,— деди (Самуилниң 1-язмиси 1:24—28). Шу чағдин тартип Самуил муқәддәс чедирда һаят кәчүрди. Муқәддәс китапта: «Самуил дегән бала Худавәндиниң алдида өсүп чоң болди»,— дәп йезилған (Самуилниң 1-язмиси 2:21). Һанна үчүн қәсимини ада қилиш интайин қийин болған. У әнди җенидин артуқ яхши көргән балиси билән һәр күни вақит өткүзәлмәтти. Униң балилиқ чеғини көрәлмәй өтәтти. Лекин Һанна Йәһваға бәргән қәсимигә җиддий қариған. У Худаға бәргән вәдисидә туруш үчүн җенидин қиммәт нәрсиләрни қурбан қилишқа тәйяр еди (Самуилниң 1-язмиси 2:1, 2; Зәбур 61:1, 5, 8ни оқуң).

Йәһваға бәргән қәсәмлириңизни ада қиламсиз?

9. Биз немини муһакимә қилимиз?

9 Шуңа биз Йәһваға қәсәм беришниң қанчилик җиддий екәнлигини көрдуқ. Әнди мошу соалларни муһакимә қилайли: Бүгүнки таңда қандақ қәсәмләрни беришимиз мүмкин? Уларни орунлашқа қанчилик күч чиқиришимиз керәк?

БЕҒИШЛИНИШ ҚӘСИМИ

Беғишлиниш қәсими (10-абзацқа қараң)

10. Мәсиһий беридиған әң муһим қәсәм қандақ вә у өз ичигә немини алиду?

10 Мәсиһий өз һаятини Йәһваға беғишлиғанда, әң муһим қәсәмләрниң бирини бериду. У шәхсий дуасида вәзийәтниң қандақ болушидин қәтъийнәзәр, Худаға мәңгү хизмәт қилишни вәдә қилиду. Әйса ейтқандәк, у «өзидин ваз кечип», һаятида Йәһваниң ирадисини һәммидин үстүн қоюшқа қәсәм бериду (Мәтта 16:24). Шу күндин башлап, адәм «Йәһваға мәнсүп» болиду (Римлиқларға 14:8). Биз беғишлинишқа җиддий қараймиз. Биз «маңа көрсәткән барлиқ яхшилиқлирини мән немә билән Пәрвәрдигарға қайтуримән? Мән қилған қәсәмлиримни Пәрвәрдигар алдида ада қилимән, дурус, Униң барлиқ хәлқи алдида уларни қилимән» дегән зәбур язғучисиға охшаш һис қилимиз (Зәбур 116:12, 14).

11. Чөмдүрүлүш мәрасимдин өткән күни немини көрсәттиңиз?

11 Сиз һаятиңизни Йәһваға беғишлап, буни чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүш арқилиқ көрсәттиңизму? Әгәр шундақ қилған болсиңиз, бу әҗайип! Чөмдүрүлүш һәққидики нутуқни ейтқан бурадәрниң сиздин Йәһваға беғишланған-беғишланмиғанлиғиңизни вә беғишлиниш билән чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүш арқилиқ Йәһва гувачилириниң бири болидиғанлиғиңизни чүшәнгәнлигиңизни сориғанлиғи есиңиздиму? Сиз «һә» дегән җававиңиз билән һаятиңизни Худаға беғишлиғанлиғиңизни вә униң тайинланған хизмәтчиси сүпитидә чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүшкә лайиқ екәнлигиңизни һәммисигә көрсәттиңиз. Шу чағда Йәһва Худа қанчилик хурсән болди десиңизчу!

12. а) Өзүмизгә қандақ соал қоюшимиз керәк? ә) Петрус қандақ хисләтләрни риваҗландурушқа дәвәт қилған?

12 Чөмдүрүлүш мәрасимидин өткәндә, сиз Йәһваға һаятиңизни униңға хизмәт қилишқа қоллинип, һәммә өлчәмлиригә риайә қилидиғанлиғиңизни вәдә қилдиңиз. Бирақ чөмдүрүлүш мәрасими — хизмәтниң беши халас. Вақит өткәнсири өзүмизни тәкшүрүп туришимиз керәк. Өзүмиздин: «Чөмдүрүлүш мәрасимидин өткәндин тартип Йәһва билән мунасивитим күчәйдиму? Униңға мошу вақитқичә пүткүл вуҗудумдин хизмәт қиливатимәнму?» (Колосилиқларға 3:23). «Пат-пат дуа қилимәнму? Муқәддәс китапни һәр күни оқуймәнму? Җамаәт учришишлириға дайим баримәнму? Мүмкинчиликниң баричә вәз ишиға қатнишимәнму? Яки бу ишларға бурунқидәк қизғин қатнашмайватимәнму?» Әлчи Петрус бизни Йәһваға хизмәт қилишта паалсиз болуп қелиштин агаһландурған. Әгәр етиқадимизни, билимимизни, тәқабиллиғимизни вә садақәтмәнлигимизни риваҗландурушқа күч чиқарсақ, совуп кәтмәймиз (Петрусниң 2-хети 1:5—8ни оқуң).

13. Беғишланған вә чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән мәсиһий немини чүшиниши керәк?

13 Йәһваға қәсәм бәргәндин кейин, сөзүмизни қайтурувалалмаймиз. Йәһваға хизмәт қилиштин яки мәсиһий һаят тәрзидин һарған адәм «мән һечқачан Худаға һәқиқәтән беғишланмиған, шуңа чөмдүрүлүш мәрасимимниң күчи йоқ» дәп ейталмайду * (Изаһәткә қараң.). Әгәр беғишланған адәм қандақту бир еғир гуна қилса, Йәһва билән җамаәтниң алдида җавапкар болиду (Римлиқларға 14:12). Биз Әйса Мәсиһниң өзүмиз һәққидә: «Сән дәсләптә болған меһир-муһәббитиңни қоюп кәттиң»,— дәп ейтқинини халимаймиз. Униң орниға: «Сениң әмәлиятиңни, меһир-муһәббитиңни, етиқадиңни, хизмитиңни вә тәқабиллиғиңни билимән»,— дәп ейтқинини халиған болаттуқ (Вәһий 2:4, 19). Ундақта, беғишлиниш қәсимимизгә мас һаят кәчүрүп, Йәһвани хошал қилишни давамлаштурайли!

НЕКА ҚӘСИМИ

Нека қәсими (14-абзацқа қараң)

14. Адәм һаятида беридиған иккинчи әң муһим қәсәм қандақ вә немишкә?

14 Инсан һаятида беридиған иккинчи әң муһим қәсәм — нека қәсими. Сәвәви нека муқәддәстур. Йәһваниң көз алдида нека қәсимини бериш — интайин муһим мәсилә. Жигит билән қиз нека қәсимини бәргәндә, Йәһваниң вә көпчиликниң алдида вәдә бериду. Адәттә улар Худаниң нека орунлаштурушиға мас йәр йүзидә биллә һаят кәчүргән вақитниң һәммисидә бир-бирини сөйүшкә, һөрмәтләшкә вә өзара ғәмхорлуқ қилишқа вәдә бериду. Башқилар дәл мошу сөзләрни ейтмисиму, йәнила Худаниң алдида қәсәм бериду. Нека қәсимини бәргәндин кейин улар әр-аял болуп һесаплиниду. Худаниң нийитигә бенаән уларниң иттипақи өмүрвайәт болуши керәк (Яритилиш 2:24; Коринтлиқларға 1-хәт 7:39). Әйса: «Худа бир боюнтуруқ астиға қошқанларни адәм айримисун»,— деди. Мошу сәвәптин, аҗришиш баш қошуватқан әр-аялниң һәтта ойиғиму кирип-чиқмаслиғи керәк (Марк 10:9).

15. Немишкә мәсиһийләрниң некаға болған көзқариши мошу дуниядики инсанларниң көзқаришидин пәриқлиниши керәк?

15 Әлвәттә, мукәммәл адәм болмиғанлиқтин, мукәммәл некаму болмайду. Шу сәвәптин, Муқәддәс китапта той қилғанларниң бәзидә «қийинчилиқлири пәйда» болидиғанлиғи һәққидә ейтилған (Коринтлиқларға 1-хәт 7:28). Мошу дунияда көплигән адәмләр некаға йениклик билән қарайду. Мунасивити дәз кәткәндә улар аҗришишқа алдирайду. Лекин мәсиһий әр-аяллар некаға бундақ қаримайду. Улар нека қәсимини Худаниң алдида бәргәнлигини чүшиниду. Әгәр бу қәсимини бузса, Худаға ялған ейтқини билән баравәр болатти. Худа болса, ялғанни өч көриду (Лавийлар 19:12; Пәнд-нәсиһәтләр 6:16—19). Әр-аяллар әлчи Паулниң «Аялиң барму? Униңдин аҗришишни издимә»,— дегән сөзлирини әстә тутуши керәк (Коринтлиқларға 1-хәт 7:27). Вапасизлиқ қилип аҗришидиғанларни Йәһва Худаниң өч көридиғанлиғини билгәнликтин, Паул мундақ ейталиған (Малаки 2:13—16).

16. Муқәддәс китапта аҗришиш вә айрим туруш һәққидә немә ейтилиду?

16 Әйса аҗришишниң Муқәддәс китапқа асасланған бирла сәвәви бар екәнлигини ейтқан: өмүрлүк җүпниң бири вапасизлиқ қилса, әйипсиз тәрәп уни кәчүрәлмәй, аҗришишни қарар қилиши мүмкин (Мәтта 19:9; Ибранийларға 13:4). Әр яки аялниң айрим турушиға тегишлик немә ейтишқа болиду? Муқәддәс китапта буниңға тегишлик ениқ көрсәтмә бар (Коринтлиқларға 1-хәт 7:10, 11ни оқуң). Язмиларда җүптидин айрим турушниң сәвәви кәлтүрүлмигән. Лекин бәзи вәзийәтләрдә мәсиһий өмүрлүк җүптисидин айрим турушқа қарар қилиши мүмкин. Мәсилән, мәсиһийниң ери яки аяли залим яки мунапиқ болуп, униң һаятини яки Йәһва билән мунасивитини учиға чиққан хәвп-хәтәргә селиши еһтимал * (Изаһәткә қараң.).

17. Некаси мәһкәм болуши үчүн мәсиһий әр-аял немә қилиши керәк?

17 Әгәр әр-аял җамаәт ақсақаллиридин некаға тегишлик мәслиһәт сориса, ақсақаллар улардин «Һәқиқий муһәббәт дегән немә?» намлиқ фильмни вә «Аилиңиз бәхит-саадәткә еришәләйду» китапчисини биллә тәтқиқ қилған-қилмиғанлиғини сориши мүмкин. Бу қураллар некани мустәһкәмләйдиған Муқәддәс китап принциплирини тәкитләйду. Бир җүп мундақ бөлүшти: «Мошу китапчини тәтқиқ қилишни башлиғандин бери, некамиз авалқидин бәхитлигирәк болди». Турмушқа чиққиниға 22 жил болған бир қериндишимизниң некаси бузулушқа аз қалған. Андин у жуқурида тилға елинған фильмни көрүп, мундақ деди: «Иккилимиз чөмдүрүлүш мәрасимидин өткән болсақму, бир-биримизниң ойимиз билән һис-туйғумизни чүшиниш бәк тәс болди. Видео бизгә дәл өз вақтида ярдәм бәрди! Һазир мунасивитимиз бурунқидин яхши». Ениқки, әр-аял Йәһваниң принциплириға риайә қилса, уларниң мунасивити яхши вә мәһкәм болиду.

МӘХСУС ТОЛУҚ ВАҚИТЛИҚ ХИЗМӘТЧИЛӘРНИҢ ҚӘСИМИ

18, 19. а) Көплигән мәсиһий ата-анилар немә қилмақта? ә) Мәхсус толуқ вақитлиқ хизмәт қиливатқанлар һәққидә немә дейишкә болиду?

18 Мақалиниң бешида биз Йиптаһ вә Һаннаниң қәсәмлирини муһакимә қилдуқ. Бу қәсәмләр түпәйлидин Йиптаһниң қизиму, Һаннаниң оғлиму һаятини Йәһваға болған алаһидә хизмәткә беғишлиди. Бүгүнки күндиму көплигән мәсиһий ата-анилар балилирини Худаға толуқ вақитлиқ хизмәт қилип, һаятида биринчи орунға хизмәтни қоюшқа дәвәт қилиду. Таллиған йолидин қайтмаслиғи үчүн яшларни илһамландурушқа һәммимиз һәссә қошалаймиз (Һакимлар 11:40; Зәбур 110:3).

Мәхсус толуқ вақитлиқ хизмәтчиләрниң қәсими (19-абзацқа қараң)

19 Бүгүнки күндә Йәһва гувачилириниң мәхсус толуқ вақитлиқ хизмәтчилириниң дуниявий җәмийитиниң тәхминән 67000 әзаси бар. Бәзилири Бәйтәлдә хизмәт қилиду, башқилири қурулуш ишлириға қатнишиду, йәнә бирлири наһийилик хизмәттә әмгәк қилиду. Башқилири болса, теократиялик мәктәпләрниң муәллимлири, мәхсус пешқәдәмләр, миссионерлар, конгресс сарайлириниң яки Муқәддәс китап мәктәплиригә арналған имарәтләрниң хизмәтчилири сүпитидә хизмәт қилиду. Уларниң һәрбири «Бойсунуш вә аддий һаят кәчүрүш қәсимини» бәргән. Бу қәсәмдә улар тапшурулған һәрқандақ вәзипини орунлашқа вә аддий һаят кәчүрүп, мошу дуниядики ишларни рухсәтсиз қилмаслиққа вәдә бериду. Уларниң өзлири әмәс, атқуридиған хизмити алаһидә болуп һесаплиниду. Улар кәмтәр болуп, мәхсус толуқ вақитлиқ хизмитини атқуруп жүргән вақитниң һәммисидә қәсимигә мас яшашниң муһим екәнлигини чүшиниду.

20. Худаға бәргән қәсәмлиримизгә қандақ қаришимиз керәк вә немишкә?

20 Мошу мақалидә биз Худаға берилидиған үч қәсәмни муһакимә қилдуқ. Мошу үчиниң бирини сизму бәргәнсиз. Бәргән қәсәмлиримизгә сәл қаримай, сөзүмиздә туруш үчүн қолумиздин кәлгәнниң һәммисини қилиш керәклигини чүшинимиз (Пәнд-нәсиһәтләр 20:25). Йәһваға бәргән қәсимимизни бузсақ, бу җиддий ақивәткә елип келиши мүмкин (Вәз 5:6). Ундақта, келәрки сөзләрни ейтқан зәбур язғучисиға тәқлит қилайли: «Шуңа Сениң алдиңда қилған вәдилиримгә һәр күни әмәл қилимән, мән намиңни мәңгү күйләймән!» (Зәбур 61:8).

^ 7-абзац Һанна әгәр Йәһва униңға оғул бәрсә, уни өмүрвайәт «хас Худавәндиниңки» қилишни, йәни Йәһваға беғишлап, хизмәт қилиш үчүн аҗритидиғанлиғини вәдә қилған (Санлар 6:2, 5, 8).

^ 13-абзац Ақсақаллар бирсиниң чөмдүрүлүш мәрасимидин өтүшкә лайиқ екәнлигини ениқлаш үчүн униң билән көплигән мәсилиләрни қараштуриду. Шуңа чөмдүрүлүш мәрасими күчидин қалған вәзийәтләр интайин аз болиду.

^ 16-абзац «Худаниң меһир-муһәббитидин айрилмаңлар» китавиниң қошумчисидики «Муқәддәс китапниң аҗришиш вә айрим турушқа тегишлик көзқариши» намлиқ мақалигә қараң.