Мәзмунға өтүш

Мундәриҗигә өтүш

id-work/​DigitalVision Vectors via Getty Images

СӘГӘК ТУРУҢЛАР!

Немә үчүн өчмәнлик шунчә көпийип кәтти? Муқәддәс китап немә дәйду?

Немә үчүн өчмәнлик шунчә көпийип кәтти? Муқәддәс китап немә дәйду?

 Бүгүнки күндики аммивий әхбарат васитилири өчмәнликни қозғайдиған сөзләр, өчмәнлик сәвәплик өткүзүлидиған җинайәтләр яки милләтләр арисида йүз беридиған зиддийәтләр вә урушлар тоғрисидики хәвәрләр билән толуп ташқан.

  •    «Исраил билән Газа оттурисидики тоқунуш вә ашқун кишиләрниң отқа май қуйғандәк һәрикәтлири нәтиҗисидә, өчмәнликкә толған сөзләр түрлүк таратқуларни вә иҗтимаий алақә васитилирини толдурди» (2023-жили 15-ноябрь, The New York Times).

  •    «7-октябрьдин буян камситиш нәтиҗисидә кишиниң көңлини наһайити ечиндуридиған өчмәнликни қозғайдиған сөзләр вә җинайәтләр һәддидин зиядә көпийип кәтти» (Бирләшкән Дөләтләр Тәшкилати умумий жиғини рәиси Дэннис Фрэнсис).

 Әлвәттә, һақарәтлик гәп-сөзләр, шәпқәтсизлик вә урушлар әзәлдин бери йүз берип кәлмәктә. Муқәддәс китапта қедимда «сөзлирини... оқлардәк атидиған вә урушлар билән шәпқәтсизлик пәйда қилидиған кишиләрниң болғанлиғи йезилған (Зәбур 64:3; 120:7; 140:1). Лекин Муқәддәс китап биз бүгүнки күндә көрүватқан өчмәнлик кәң көләмдә көпийип кәткәнлигиниң сәвәвини чүшәндүрүп бериватиду.

Өчмәнлик ахир заманниң аламити

 Муқәддәс китап немә үчүн бүгүнки күндә өчмәнлик кәң тарқалғанлиғиниң икки сәвәвини ашкарә қилиду.

  1.  1. Муқәддәс китапта «нурғун адәмләрдә меһир-муһәббәт совуп» кетидиған дәвир болидиғанлиғи бәшарәт қилинған (Мәтта 24:12). Меһир-муһәббәтниң орниға, инсанлар өчмәнлик қозғайдиған илләтләрни көрситиду (Тимотийға 2-хәт 3:1—5).

  2.  2. Бүгүнки күндики өчмәнликниң көпийип кәткәнлиги рәзил Шәйтан Иблисниң тәсирини әкс әттүриду. Муқәддәс китап: «Пүткүл дуния Шәйтанниң һөкүми астида болмақта»,— дәйду (Йоһанниң 1-хети 5:19; Вәһий 12:9, 12).

 Амма Муқәддәс Язмилар Худаниң өчмәнликни қозғайдиған барлиқ сәвәпләрни түп йилтизи билән қомуруп ташлайдиғанлиғини ашкарә қилиду. Униңдин башқа, У өчмәнлик пәйда қилған барчә азап-оқубәтләрни тамамән йоқ қилиду. Муқәддәс китапта мундақ пәйғәмбәрлик сөзләр бар:

  •    «Шу чағда Худа уларниң көзидики һәрқандақ яшни сүртиду вә өлүм әнди болмайду йә қайғу, йә жиға-зар, йә ағриқ башқа болмайду. Авалқиларниң барлиғи өтүп кәтти» (Вәһий 21:4).