Мәзмунға өтүш

СӨҺБӘТ | АНТОНИО ДЕЛЛА-ГАТТА

Немә үчүн бир роһаний чиркодин кәтти?

Немә үчүн бир роһаний чиркодин кәтти?

АНТОНИО Делла-Гатта Рим шәһиридә 9 жил билим алғандин кейин 1969-жили роһаний болуп тәйинләнгән. Кейинирәк у Италияниң Неаполь шәһиригә йеқин җайлашқан диний мәктәптә мудир болуп ишлигән. Көп издинип, чоңқур ойланғандин кейин у католик дини Муқәддәс Язмиларға асасланмайду дегән хуласигә кәлгән еди. У немә үчүн чиркодин кәткәнлигини «Ойғиниш!» журналиниң мухбиригә ейтип бәргән.

Мәрһәмәт, балилиқ чағлириңиз тоғрилиқ ейтип бериң.

Мән 1943 жили Италияда туғулдум. Аилимиз билән кичиккинә бир йезида яшидуқ. Дадам дехан вә яғашчи еди. Ата-анимиз бизни яхши католик қилип тәрбийлигән.

Немә үчүн роһаний болушни халадиңиз?

Балилиқ чеғимда чиркодики роһанийларниң ейтқанлири яхши көрәттим. Роһанийларниң җаранлиқ авазлирини һәвәс билән тиңшаттим вә чирко мәрасимлири мени һәйран қалдуратти. Шуңа мән роһаний болушни халиған едим. 13 яшқа киргәндә, апам мени оғул балиларни тәрбийиләйдиған ятақлиқ мәктәпкә оқушқа бәрди. У йәрдә оғул балиларни келәчәктә роһаний болушиға тәрбийиләтти.

У йәрдә силәргә Муқәддәс китаптин тәлим бәрдиму?

Яқ. 15 йешимда оқутқучи маңа Инҗил, йәни Әйса Мәсиһниң һаяти вә хизмити баян қилинған Хуш хәвәр китапни бәргән еди вә мән уни бирнәччә қетим оқуп чиқтим. 18 йешимда Римға берип, беваситә Рим паписи рәһбәрлиги астидики университетқа оқушқа чүштүм. Шу йәрдә мән латин һәм грек тиллирини, тарих, пәлсәпә, психология вә илаһийәтшунаслиқни үгәндим. Гәрчә йәкшәнбә күнидики вәз-нәсиһәт мәрасимида Муқәддәс китаптики айәтләрни ядлап, Муқәддәс китап оқулғанда, тиңшиған болсақму, әмәлийәттә уни тәтқиқ қилип үгәнмигән едуқ.

Сиз мәктәп мудири болғанда, Муқәддәс китаптин башқиларға тәлим бәрдиңизму?

Көпинчә вақитта мәмурий ишлар билән шуғуллинаттим. Бирақ Ватиканниң иккинчи қетимлиқ кеңәш жиғининиң қарарлири билән мунасивәтлик дәрисләрни берәттим.

Кейин немә үчүн чиркониңтәлиматлиридин гуманлинишқа башлидиңиз?

Чүнки үч нәрсә мени тәшвишләндүрәтти. Биринчи, чирко сәясәткә арилишатти. Иккинчи, чирко роһанийлар билән җамаәт әзалири арисидики әхлақсизлиққа көз жуматти. Үчинчи, католик чиркосиниң бәзи тәлиматлири маңа натоғра туюлатти. Мәсилән, меһир-муһәббәтлик Худа қандақму өлгәнләрни мәңгү қийниши мүмкин? Яки болмиса, Худа биздин тәсвий санап, ядлавалған дуаларни нәччә йүз қетимлап тәкрарлашни тәләп қиламду?

Хош, кейин сиз немә иш қилдиңиз?

Худаға маңа йол көрситишини сорап, көз яшлирим билән илтиҗа қилдим. Йеқиндила итальян тилида нәшир қилинған католикларниң «Йерусалим Муқәддәс китави» нәширини сетивелип, оқушқа башлидим. Бир күни йәкшәнбә күнидики диний мәрасимлар түгигәндин кейин хизмәт кийимлирини йешип қойвәтсәм, икки әр киши мәктәпкә кирип кәлди. Улар өзлирини Йәһва гувачилири дәп тонуштурди, улар билән бир сааттин көпирәк Муқәддәс китап һәқ динни сахта динлардин пәриқләндүрүшкә қандақ ярдәм беридиғанлиғи һәққидә параңлаштуқ.

Улар сизгә қандақ тәсират қалдурди?

Улар ишәнч билән сөзлигәнлигини вә католик дини Муқәддәс китавидин шунчә маһирлиқ билән пайдиланғанлиғини көрүп, һәйран қалдим. Кейинирәк Марио исимлиқ башқа Йәһва гувачиси маңа келишкә башлиди. У бәк сәвирчан еди. Һава райи қандақ болмисун, һәр шәнбә күни әтигәндә дәл саат 9да мәктәпниң ишигини қоңғуриғини басатти.

Униң келишигә башқа роһанийлар қандақ қаратти?

Мән уларни муһакимимизгә қатнишишқа тәклип қилаттим. Лекин уларниң һәммиси Муқәддәс китап үгинишини муһим әмәс дәп қаратти. Мән болсам, үгинишни бәк яхши көрәттим. Мени узундин бери ойландуруп келиватқан соаллиримға Муқәддәс китаптин җавап таптим. Мәсилән Худа немә үчүн азап-оқубәтләргә йол қоюду?

Үстиңиздики роһанийлар сизни Муқәддәс китап үгиништин тохтатмақчи болғанму?

1975-жили мән чиркониң тәлимлиригә болған көзқарашлиримни чүшәндүрүш үчүн бирнәччә қетим Римға бардим. Жуқури мәртивилик роһанийлар ой-пикримни өзгәртишкә һәрикәт қилди. Лекин уларниң һечбири Муқәддәс китапни ишләтмигән еди. Ахирида, мән 1976-жили 9-январьда Римға әвәткән хетимдә, әнди мән католик чиркодин кетидиғанлиғимни яздим. Икки күндин кейин мән диний мәктәптин кәттим вә поездқа олтирип, биринчи қетим Йәһва гувачилириниң жиғилишиға қатнишиш үчүн йолға чиқтим. Лекин барсам, чоң жиғилиш болған екән вә у йәрдә бирнәччә җамаәт қатнашқан еди. Һәммиси мән чиркодики диний мәктәпләрдә үгәнгәнлиримдин бәк пәриқлиқ еди! Һәрбир Гувачиниң қолида Муқәддәс китап бар еди вә натиқлар түрлүк мавзуларни муһакимә қилғанда, аңлиғучилар Муқәддәс китапни ечип, айәтләргә қаратти.

Аилиңиздикиләр буниңға қандақ көзқарашта болған?

Аилә әзалиримниң көпинчиси маңа қаршилиқ көрсәтти. Кейин Мән Италияниң шималидики Ламбардия шәһиридә яшайдиған инимниң Йәһва гувачилири билән Муқәддәс китапни тәтқиқ қилип үгиниватқанлиғини аңлидим. Мән униң билән көрүшүш үчүн униң қешиға бардим вә йәрлик Гувачилар мениң иш һәм туралғу өй тепишимға ярдәм бәрди. Кейинирәк шу жили мән суға чөмдүрүлүштин өтүп, Йәһва гувачиси болдум.

Мән һәқиқәтән Худаға йеқинлашқанлиғимни һис қилимән

Чиқарған қарариңиздин өкүнәмсиз?

Бу йолни таллиғанлиғимға һәргиз өкүнмәймән. Мән һәқиқәтән Худаға йеқинлашқанлиғимни һис қилимән. Чүнки мениң Худа тоғрисидики билимлирим әнди пәлсәпә яки чиркодики урп-адәтләргә әмәс, Муқәддәс китапқа асаслиниду. Әнди толуқ ишәнч вә сәмимийлик билән башқиларға тәлим берәләймән.